Уйғур докторанти германийәдә тәтқиқат мукапатиға еришти
2015.11.10
Германийәдә докторлуқ уқуватқан уйғур қизи гүлмирә сабир германийә кнөл институтиниң 2015-йиллиқ Medac тәтқиқат мукапатиға еришти. Институт елан қилған учурлардин мәлум болушичә, Medac тәтқиқат мукапати яш тәтқиқатчиларға берилидиған алаһидә мукапат болуп, мукапат гүлмирәниң био-моликола химийәси кәспидә елип бериватқан тәтқиқати үчүн берилгән.
Мәлум болушичә, гүлмирә сабирниң бу саһәдики илмий мақалиси америкида чиқидиған “илим-пән” (Science) журнилиниң 2015-йиллиқ ноябирдики санида елан қилинған. “илим-пән” журнили тәбиий пән саһәсидә британийәдә чиқидиған “тәбиәт” журнили билән бир қатарда туридиған әң нопузлуқ журналларниң бери һесаблинидикән.
Яш тәтқиқатчи гүлмирә сабир уйғур елиниң ғулҗа шәһиридин болуп, илгири шинҗаң университети биологийә факултетини пүттүргән. У кейин шаңхәйдә бир йил герман тили өгәнгән вә германийәниң йена (Jena) шәһиригә келип йена университетиниң микробиологийә кәспидә магистирлиқта оқуған.
Магистирлиқтики нәтиҗиси көзгә көрүнәрлик болғачқа у, йена шәһиридики һанс кнөл институтиға (бу институт германийәдики даңлиқ лайбниз тәтқиқат институтиға қарайду) био-моликола химийәси кәспи бойичә докторлуқ оқушиға қобул қилинған.
8-Ноябир гүлмирә сабирниң нәтиҗиси һәққидики хәвәр фейсбокта тарқалғандин кейин, һәр қайси җайлардики уйғурлар бәс-бәстә инкас йезип, гүлмирә сабирни тәбриклиди.