Техника оғриси хитай әр җинайитини иқрар қилған

Мухбиримиз җүмә
2016.01.30

Америка ширкити патент алған қонақ уруқлирини оғрилап хитайға елип кәтмәкчи болған хитай әр 27 - январдики сотта җинайитини иқрар қилған.

“һамий” (гардиян) гезитиниң хәвәр қилишичә, мо хәйлоң исимлик бу хитай әр “монсанто” вә “дупонт” қатарлиқ уруқчилиқ юқири пән - техника ширкәтлири тәтқиқ қилип чиққан қонақ уруқлирини оғрилап, у хитайдики вақтида ишлигән “бейҗиң дабейноң технологийә гуруһи” ға бәрмәкчи болған.

Америка әдлийә министирликиниң айова штатиға қарашлиқ бир оргини елан қилған баянатта көрситишичә, мо ширкәтниң “четиштурулған қонақ уруқлирини айова штатидики етизлардин оғрилап, уларни хитайға йөткәш пилани түзгәнликини иқрар қилған.”

Баянатта: “бу оғриланған уруқлар дупонт вә монсанто ширкәтлириниң қиммәтлик әқлий мүлки” дейилгән.

Баянатқа қариғанда, мо хәйлоң хитай пуқраси болуп, америкида ишләш визиси арқилиқ мәңгүлүк олтурақлишиш гуваһнамиси - йешил картиға еришкән икән.

Униң юқири җинайитигә 10 йиллиқ қамақ җазаси берилгәндин башқа, 250 миң доллар җәриманә қоюлидиған болуп, һөкүмәт тәрәп гумандар билән келишкини бойичә уни 5 йилдин артуқ солимайдикән.

Униңға һөкүм елан қилиш күнини айова штати техи бекитмигән.

Хәвәрләргә қариғанда, мониң җинайи қилмишлири америка федератсийә тәкшүрүш идариси тәрипидин тәкшүрүлгән болуп, у 2011 - йили уруқ сортлириниң тәҗрибә етизида тимисқилап йүргәндә байқилип қалған вә кейин қолға елинған.

Мәлум болушичә, мо хәйлоң илгири ишлигән бейҗиң дабейноң технологийә гуруһи хитайниң һөкүмәт игидарчилиқидики ширкәт икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.