Бир тибәт ана өзигә от қоюп хитайға наразилиқ билдүрди
Мухбиримиз җүмә
2015.05.30
2015.05.30
27 - Май хитайниң гәнсу өлкисидә бир тибәт ана өзигә от қоюп хитайға наразилиқ билдүргән. Бу вәқәдин хәвәрдар кишиләрниң радиомизға билдүрүшичә, саңйә тсо исимлик 36 яшлиқ тибәт аял гәнсу өлкиси чонә (җони) наһийәлик сақчи алдида намайиш қилған.
У намайиш җәрянида өзигә от қоюп, хитайниң тибәтләргә қаратқан бастуруш сияситигә наразилиқ билдүргән вә намайиш мәйданида җан бәргән.
У өйлүк - очақлиқ аял болуп, униң бир оғли бар икән.
Тибәтләр 2009 - йилидин буян өзни көйдүрүп хитай һакимийитигә риқабәт елан қилип келиватқан иди. Шундин буян 141 адәм өзини көйдүрүп җан үзгән.
Бу йил 20 - майда 4 балиниң дадиси 35 яшлиқ тәнзин гятсо сичүәнниң гәнзи ( кардз) тибәт аптоном вилайитидә өзигә от қоюп намайиш қилған вә һаятидин айрилған иди.