Қәшқәр билән хотәндә икки юқири дәриҗилик уйғур әмәлдар интизамиға хилаплиқ қилиш билән әйиблинип җазаланған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.04.29

Қәшқәр билән хотәндә икки юқири дәриҗилик уйғур әмәлдар уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш даирилири тәрипидин партийә интизамиға хилаплиқ қилиш билән әйиблинип җазаланған.

Уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш вә ревизийә комитетиниң ашкарилишичә, қәшқәр вилайәтлик тәнтәрбийә идарисиниң сабиқ партийә секретари, муавин идарә башлиқи адил юнус билән хотән шәһәрлик сиясий кеңишиниң муавин рәиси турдимәмәт ғопур партийәдин қоғлап чиқирилип, вәзиписидин елип ташланған, шундақла тәптиш даирилириниң тәкшүрүп бир тәрәп қилишиға тапшурулған.

Мәзкур комитетиниң торида 28-апрел елан қилинған уқтурушта, бу икки әмәлдар мәркәзниң сәккиз түрлүк бәлгилимисигә хилаплиқ қилип, раһәтпәрәслик вә исрапчилиқ қилиш билән әйибләнгән.

Мәлум болушичә, адил йонус билән турдимәмәт ғопурниң делоси, уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш вә ревизийә комитетиниң 28-апрел елан қилған сәккиз түрлүк бәлгилимисигә хилап 6 типик делониң бир қисми икән. Қалған 4 делониң үрүмчи, алтай, қумул қатарлиқ җайлардики хитай әмәлдарлириға четишлиқ икәнлики мәлум болмақта.

Хитайниң 2017-йили 2-айда уйғур елидә башлиған чоң бастурушида уйғур дияриниң һакимийәт қатлимидики нурғун уйғур кадирлар “икки йүзлимичилик” билән әйиблинип, тутқун қилинған, қолға елинған лагер яки түрмиләргә қамилип, һакимийәт қатлимидин тазилап чиқирилған, һәтта маарип назаритиниң сабиқ назири саттар савутқа охшаш бәзи кадирлар ‍өлүм җазасиға һөкүм қилинғаниди.

Уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш вә ревизийә комитети уқтурушта, адил юнус билән турдимәмәт ғопурниң вәзипә атқурған мәзгилләрдә совғат қобул қилғанлиқи, шуниңдәк уларниң йәнә “башқа қанун-интизамға еғир хилаплиқ қилиш мәсилилири” барлиқи билдүрүлгән. Лекин уларниң конкрет қанун-интизамға қандақ еғир хилаплиқ қилғанлиқи тәпсилий тилға елинмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.