Хитай уйғур елидики алтә җайда көмүр билән исситиштин ток арқилиқ исситишниң 2 басқучлуқ қурулушини башлиған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.08.26

Хитай даирилири уйғур елидики алтә шәһәрдә аһалиләрни көмүр билән исситиштин ток арқилиқ исситишниң 2-басқучлуқ қурулуш түрини башлиған. Мәлум болушичә, хитайниң 2024-йиллиқ пилани қумул шәһири, турпан шәһири, байинғолин области вә ақсу, қәшқәр, хотән қатарлиқ алтә вилайәт, област вә шәһәрдики 248 миң 400 аилини көмүр билән исситиштин ток арқилиқ исситишқа өтүшниң 2-басқучлуқ қурулуш түрини ишқа ашуруш икән. Лекин райондики “шинҗаң гезити” қатарлиқ хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәрлиридә, бу қурулуш түриниң юқири алтә вилайәт, -област вә шәһәрләрдики қайси конкрет аһалә олтурақ нуқтилирини нишан қилғанлиқи тилға елинмиған. Хитай һөкүмитиниң 2017-йили башланған уйғур елини хитайниң 8 чоң ишләпчиқириш базиси қилип қуруп чиқиш, шундақла “бир бәлбағ бир йол” ниң муһим сода-иқтисадий қатнаш түгүни қилиш пиланиниң түрткисидә районға нурғун кархана һәм хитай аһалиси келип олтурақлашқан.

Буниң уйғур елиниң назук екологийәлик тәңпуңлуқи, шуниңдәк хитайниң 2017-йили башланған чоң тутқунида туғулуш нисбити җиддий төвәнләп кәткән уйғурларниң нопус тәңпуңлуқиға техиму еғир бузғунчилиқ қилишидин әндишә қилинип кәлмәктә. Хитай һөкүмәт таратқулириниң қәйт қилишичә, нөвәттә бу қурулуш түриниң содигәр чақириш вә тохтам имзалаш басқучи тамамлинип, 203 миң 455 аилини көмүр билән иссиништин ток арқилиқ исситишқа өзгәртиш қурулушида иш башланған. Хәвәрләрдә, бу йиллиқ пиланда иш башлаш нисбитиниң 81.9 Пирсәнткә йәткәнлики, нөвәттә 130 миң 721 аилиниң ток билән исситишқа өзгәртилгәнлики қәйт қилинмақта. Һалбуки, бу қурулуш уйғур аилилирини йеқилғуда һөкүмәт яки ширкәтләргә техиму беқинди һаләткә кәлтүрүп қойидиғанлиқини қәйт қилинмақта. Хитай һөкүмәт таратқулириниң билдүрүшичә, һөкүмәтниң буниңдин кейинки пилани мәзкур қурулуш түриниң сүрити вә көлимини техиму кеңәйтип, уйғур елиниң башқа җайлириғиму омумлаштуруш икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.