Хитай уйғур районида иш күтүп турған "аз санлиқ милләт" оқуғучилиридин 4000 нәпәрни ишқа орунлаштурмақчи
Мәлум болушичә хитай даирилири уйғур районида иш күтүп турған алий мәктәп оқуғучилиридин 4000 нәпәрни дөләт карханилири вә мәркизи карханиларға ишқа орунлаштурмақчи.
Тәңритағ торида түнүгүн елан қилинған бу һәқтики хәвәрдә дейилишичә, мәзкур иш күтүп турған оқуғучилар бу йил ичидә 6 ай билән бир йиллиқ муддәттә хитай өлкилиригә кәспий җәһәттин тәрбийәләшкә әвәтилиду; хәвәрдә йәнә бу 4000 нәпәр кишиниң көп қисминиң "аз санлиқ милләт" тин икәнлики әскәртилгән. Әмма хәвәрдә бу хил ишсизлиқ вә ишқа орунлаштурушниң сәвәб вә түрткилири һәққидә мәлумат берилмигән.
Хәлқарадики бәзи көзәткүчиләр уйғур районидики тәңсиз сиясәт сәвәбидин алий мәктәп пүттүргән уйғур яшлирида ишсизлиқ нисбитиниң юқирилиқини илгири сүргән; йәнә бәзи көзәткүчиләр йәрлик аһалиләр арисидики ишсизлиқ мәсилисини райондики муқимсизлиқниң муһим сәвәблиридин бири дәп көрсәткән. Уйғур районида 2013- вә 2014-йиллири әң көп вәқә чиққан вә шуниңдин кейинки хитайниң "шинҗаң хизмәт йиғинлири"да ишсизлиқ мәсилиси ойлишилидиған мәсилиләр қатаридин орун алған иди.
"тәңритағ тори"ниң бу тоғрилиқ хәвиридә дейилишичә, уйғур районида 2015-йилидин буян 9561 нәпәр алий мәктәп пүттүргән оқуғучи хитай өлкилиридә қайтидин тәрбийилигән вә дөләт карханилириға ишқа орунлаштурулған.