Уйғурлар хоңкоң наразилиқ намайишини қоллайдиғанлиқини ипадилиди
2019.09.03
2-Сентәбир вашингтон вә униң әтрапидики бир қисим уйғурлар америка пайтәхти вашингтонда тәшвиқат паалийити уюштуруп, хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини әйибләш билән биргә хоңкоңда өткән бир нәччә айдин буян давам қиливатқан наразилиқ намайишини қоллайдиғанлиқини ипадилиди. Паалийәттә йәнә хоңкоң намайишчилириға қоллиниливатқан зораванлиқлар әйибләнди.
Мәзкур паалийәтни уйғур паалийәтчи ирадә қәшқәри тәшкиллигән болуп, паалийәткә асаслиқи уйғур яшлири иштирак қилди.
Паалийәттә, хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш һәрикити, лагер түзүми, хоңкоңдики намайиш вә уларға қаритилған зораванлиқлар баян қилинған рәсимләр чапланған бир учур теми һасил қилинди. Өткән-кәчкәнләргә хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш һәрикити вә хоңкоң намайиши һәққидики учур варақчилирини тарқитилди.
Паалийәт тәшкиллигүчилири хитай компартийәсиниң уйғурларни кәң көләмлик бастуруватқанлиқини, нөвәттә уларниң қара қолини хоңкоң хәлқигә сунғанлиқини һәмдә буниңдин интайин әндишәлинидиғанлиқини билдүрүшти.
Улар бу паалийәт арқилиқ хитай компартийәсиниң зулумида иңраватқан уйғур вә хоңкоңлуқлар вәзийитигә техиму көп диққәт тартиш мәқситигә йәтмәкчи болуватқанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмити, 2016-йилидин буян уйғур районида тутуп туруш лагерлирини көләмләштүрүп, бир милйондин икки милйонғичә уйғур қатарлиқ түркий милләтләрни лагерларға қамиди.
Уйғур мәсилиси хәлқара диққәт мәркизи болуватқан мәзгилдә хоңкоң хәлқи хоңкоңда мақуллиниш алдида турған “җинайәтчиләрни өткүзүп бериш қануни” ға наразилиқ билдүрүп намайиш башлиған.
Намайиш давам қиливатқиниға һазир 80 нәччә күндин ашти. Хоңкоң даирилири мәзкур қанунниң вақтинчә тохтитилғанлиқини билдүргән болсиму, әмма қанунниң пүтүнләй әмәлдин қалдурулғанлиқини җакарлимиди.