Хитайниң бишкәктики әлчиханиси аптомобил бомба һуҗумиға учриди
2016.08.30
30-Авғуст хитайниң қирғизистанниң бишкәк шәһиридики әлчиханиси аптомобил бомба һуҗумиға учриди.
Ройтерс агентлиқи, фирансийә радийоси қатарлиқ хәлқара таратқуларниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, адәм бомба һуҗумчиси бомба орунлаштурулған аптомобилни әлчихана тәвәликигә киридиған дәрвазиға үстүргән. Вәқәдә, адәм бомба һуҗумчиси өлгән, әлчиханиниң икки нәпәр хадими билән бир аял яриланған.
Фирансийә радиосиниң хәвиридә дейилишичә, қирғизистанниң муавин баш министири җениш разакоф вәқәдин кейин мухбирларниң зияритини қобул қилип, вәқәниң өзини қошуп партлитиш һуҗуми икәнликини, аптомобил шопуриниң нәқ мәйданда өлгәнликини, ундин башқа хитайниң қирғизистан әлчиханисидики 3 нәпәр хадиминиң яриланғанлиқи қатарлиқларни билдүргән. Хәвәрдә йәнә қирғизистан ички ишлар министирлиқи баянатчисиниң мәзкур вәқәни террорлуқ һуҗуми дәп тәриплигәнлики тилға елинди.
Ройтерс агентлиқиниң мәзкур вәқә һәққидики хәвиридә, вәқәдин кейин хитай һөкүмитиниң дәрһал инкас қайтуруп вәқәни террорлуқ һуҗуми дәп әйиблигәнлики вә йәнә қирғизистан президенти алмасбек атамбайефниң, сәйшәнбә күни қирғизистанда йүз бәргән хитай әлчиханисиға қаритилған партлитиш һуҗумидин кейин, қирғизистанда террорлуққа қарши тәдбирни күчәйтишни тәкитлигәнлики қатарлиқлар тилға елинди. Мәлум болушичә, партлаштин кейин қирғизистан пайтәхти бишкәктики хитай вә америка әлчиханилиридики хизмәтчи хадимлар тарқақлаштурулған.