Америка ташқи ишлар министирлиқи хитайниң омумий хәлқ җасуслуққа қарши туруш һәрикитидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.08.03

Америка ташқи ишлар министирлиқи 2-авғуст күни хитайниң омумий хәлқ җасуслуққа қарши туруш сәпәрвәрлик чақириқиға қарита инкас билдүрүп, хитайниң пуқралирини бир-бирини назарәт қилишқа илһамландурушидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

Бу һәптиниң башлирида хитай дөләт хәвпсизлики министирлиқи уқтуруш елан қилип, “җасуслуққа қарши турушта пүтүн җәмийәтни сәпәрвәр қилиш” қа чақириқ қилған. Хитай дөләт хәвпсизлики министирлиқи шәхсләрниң гуманлиқ һәрикәтләрни паш қилиш қанили қурулғанлиқи, паш қилғучиларниң тәқдирлинидиғанлиқи вә мукапатлинидиғанлиқини елан қилған иди. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси мәтев миллер (Mathew Miller) 2-авғуст мухбирларни күтүвелиш йиғинида, американиң буниңдин интайин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.

У мундақ дегән: “бизниң буниңдин әндишилиримиз бар. Пуқраларни бир-бирини назарәт қилишқа илһамландуруш, әлвәттә кишини қаттиқ әндишигә салиду.” мәтев миллерниң ейтишичә, буниңдин бурун америка хитайға саяһәткә баридиған пуқралириға 3-дәриҗилик агаһландуруш чиқарған икән. 3-Дәриҗилик агаһландуруш, америка һөкүмитиниң пуқралирини мәлум бир дөләткә саяһәткә “бериш-бармаслиқни қайта ойлишиш” қа чақиришини көрситидикән. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң хитайниң җасуслуққа қарши туруш сәпәрвәрлик һәрикитидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрүши вә хитайға “бериш-бармаслиқни қайта ойлишиш” ни тәләп қилиши, чәт әлдики уйғурлар арисида туғқан йоқлап уйғур елиға бериш-бармаслиқ мәсилиси қаттиқ талаш-тартиш қозғиған бир вақитта оттуриға қоюлди.

Бу талаш-тартишни йеқинда чәт әл тәвәликидики қисмән уйғурларниң хитай визиси елип, уйғурларға қарита “ирқий қирғинчилиқ” қилиниватиду, дәп қариливатқан уйғур елида туғқан йоқлашта болуши вә вәзийәтниң “нормаллашқанлиқи” һәққидики видейоларни иҗтимаий таратқуларда кәң тарқитиши кәлтүрүп чиқарған. Чәт әлләрдики тәшкилатлар, бу хил туғқан йоқлаш хитайниң “шинҗаң һекайисини яхши сөзләш” һәрикитиниң бир парчиси икәнликини илгири сүргән иди. Хитайниң “җасуслуққа қарши туруш қануни” бу йил 7-айдин башлап рәсмий иҗра қилинишқа башлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.