Йәрлик хитай сақчи орунлириниң чәт әлдики уйғурларниң иҗтимаий таратқу һесаплирини тәқип қилидиғанлиқи ашкарланди

Мухбиримиз әркин
2020.12.18

Уйғур елидики йәрлик сақчи орунлириниң чәт әлдики уйғурларниң иҗтимаий таратқу һесаплирини тәқип қилидиғанлиқи ашкарланди. CNN Ниң хәвәр қилишичә, хитайниң йәрлик сақчи орунлири чәт әлдики уйғурларниң иҗтимаий таратқу һесаблирини тәқип қилип, уларниң йоллиған учурлирини юртидики аилә-тавабиатлириға бесим ишлитиш үчүн ишләтмәктә икән. CNN Ниң хәвиридә шиветсийәдә турушлуқ әлима нуриллаһ исимлик уйғур муһаҗири дуч кәлгән вәқә алаһидә тонуштурулуп, буниң чәт әлдики уйғурлар учраватқан омумий һадисә ичидики типик бир мисал икәнлики тәкитләнгән.

Әлима нуруллаһ 2018-йили лагерға елип кетилгән ғулҗадики нәврә һәдиси маһирә яқупниң хәвирини тивиттерда елан қилғанлиқи үчүн ғулҗадики сақчиларниң тәқип қилишиға учрап, униң ғулҗадики ата-аниси сақчиларниң бесими вә тәһдитигә учриған. Маһирә яқуп австралийәдики ата-анисиға пул салғанлиқи үчүн тутқун қилинип, бу йил 9-айниң башлирида қоюп берилгән болсиму, лекин у бир күндин кейин қайта тутқун қилинған иди.

Әлима нуруллаһниң CNN гә билдүрүшичә, у һәр қетим тивиттерға учур йоллиса ғулҗадики хитай сақчилири униң аилисини издәйдикән. Бирақ у тивиттерниң хитай сақчилириниң бирдин-бир тәқип қилиш усули әмәслики, уларниң илгири үндидар арқилиқ униң билән алақилишип униң паспорти вә шиветсийәдики адресини сориғанлиқини билдүргән. Әнгилийәдики ноттинхам университетиниң тәтқиқатчиси, уйғуршунас райин самниң тәкитлишичә, тивиттер хитайда ечилмисиму, лекин бу вәқә хитай даирилириниң тивиттерни тәқип қилидиғанлиқини көрситидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.