Хитай, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр яшлириға “хитай мәдәнийити” бойичә тәрбийәләш лагери орунлаштурған
2024.04.18
Хитай һөкүмити шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрдин кәлгән яш-өсмүрләрни уйғур елида “хитай мәдәнийити билән тонушуш баһар пәсиллик лагер паалийити” гә орунлаштурған.
Шинхуа ториниң хәвиридин қариғанда, “хитай тили көврүки” дәп нам берилгән бу лагерниң ечилиш мурасими 4-айниң 15-күни шинҗаң педагогика университетида өткүзүлгән болуп, униңға русийә, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан, өзбекистан, һиндистан, пакистан вә иран қатарлиқ 8 дөләттин кәлгән 500 гә йеқин яш қатнашқан икән.
Хәвәрдә дейилишичә, бу паалийәт хитай маарип министирлиқиниң орунлаштуруши вә шинҗаң уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң саһибханилиқ қилиши билән ечилған болуп, “балилар 15 күнлүк лагер җәрянида хитай тили өгинидикән вә җуңхуа мәдәнийити билән чоңқур тонушидикән.”
Сүрәтлик хәвәрдә, бу яшларниң хитай тили өгиниватқан, мой қәләм билән мәснәви йезишни өгиниватқан вә хитайчә сәнәт номурлири көрүватқан көрүнүшлири тарқитилған. Һәтта хитай муәллим уларға хитайчә чай ичиш вә дәмләш мәдәнийитини өгәткән. Мәлум болушичә, уйғур ели уйғурларниң қәдими мәдәнийәт яратқан, мол мәдәнийәт әнәнисигә игә болсиму, лекин мәзкур яшларға уйғур мәдәнийити тонуштурулмиған. Һәммә нәрсә җуңхуа миллити мәдәнийити рамкиси астида тонуштурулған.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати әслидә хитай һөкүмитиниң уйғур районини өз ичигә алған оттура асия райониниң муқимлиқини көзләп туруп, район дөләтлири билән һәрбий һәмкарлиқни күчәйтишни мәқсәт қилип қурулған. Бирақ, йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмити бу тәшкилатни өзиниң уйғур дияридики ирқий қирғинчилиқини ақлайдиған тәшвиқат васитисигә айландурувалғаниди.
Хитай даирилири илгири “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати 2023-йиллиқ саяһәт йили мунбири” ниң ечилиш мурасиминиму уйғур елида өткүзүш арқилиқ, аталмиш “шинҗаң саяһәтчилики” ни оттура асияға вә хәлқараға йүзләндүрүшниң барғанчә чоңқурлишиватқанлиқини, “шинҗаң яхши җай” дегән сиясий тәшвиқатни пүтүн дуняға тонутушқа шараит һазирлиниватқанлиқини тәшвиқ қилғаниди.