Хитай ташқи содини гүлләндүрүш үчүн уйғур районида йүк машинилири тиранспорт мәркизи қурған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.05.28

Уйғур райони нөвәттә хитайниң “бир бәлвағ бир йол” содисиниң муһим қатнаш түгүнигә айланған болуп, бу сәвәбтин хитай һөкүмитиниң мәзкур районниң төмүр йол, ташйол вә айродурум қурулушиға ғайәт зор мәбләғ селип келиватқанлиқи мәлум.

“бастил почтиси” (Bastille Post) гезитиниң 27-май күнидики хәвиридә ейтилишичә, хитай һөкүмитиниң уйғур районидики йүк машинилири тиранспорт мәркизи 5-айниң 26-күни рәсмий қурулған. Бу, хитайниң хәлқара ташйол тиранспорт бирләшмиси (IRU) ниң иҗазитигә еришкән тунҗи йүк тошуш мәркизи һесаблинидикән.

Бу йүк тошуш мәркизи қәшқәр әркин сода синақ райониға қурулған болуп, бу мәркәз арқилиқ қәшқәрдин оттура асия вә явропа дөләтлиригә мал тошуш миқдариниң 30 пирсәнт ашидиғанлиқи, мал тошуш тәннәрхиниң 15 пирсәнт төвәнләйдиғанлиқи мөлчәрләнгән.

Хәлқара ташйол тиранспорти (IRT) хәлқара таможна системиси болуп, йүк тошуғучилар билән йүк өткүзидиған дөләтләр таможнаси оттурисидики рәсмийәтни қисқартип, пул вә вақитни теҗәш ролини ойнайдикән. Хитай хәлқара сода йолидики тосалғуларни азайтиш үчүн, 2016-йил 7-айда “хәлқара ташйол йүк тошуш келишими” гә қол қойғаникән.

Мәлум болушичә, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” рәсмий йолға қоюлғандин буянқи бир йил ичидә қара тизимликкә елинған хитай ширкәтлириниң сани 24 кә йәткән; тутуп қелинған малниң омумий қиммити 1 милярд 300 милйон доллардин ашқан. Бундақ әһвалда хитай ширкәтлири ташқи содисини оттура асия, җәнубий асия вә явропаға кеңәйтиватқан болуп, қәшқәрдә қурулған ташйол йүк тиранспорт мәркизи буниң бир мисали дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.