Хитайниң афғанистан билән рәсмий дипломатик алақә орнитиши зор ғулғула қозғиди
2024.02.01
30-январ күни афғанистандики талибан һөкүмитиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси әсәдулла билал кәрими дөләт хетини хитай рәиси ши җинпиңға тапшурған.
Әнглийәдә чиқидиған “тез пойиз” гезитиниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, шу күни ши җинпиң бейҗиңдики “хәлқ сарийи” да баш әлчи әсәдулла вә башқа дөләтләрниң йеңидин тәйинләнгән баш әлчилиридин 42 кишини күтүвалған. Буниң билән хитай рәсмий һалда талибан һөкүмитини етирап қилған тунҗи чоң дөләт болуп қалған. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ваң венбин бу һәқтә сөз қилип, “биз афғанистанни хәлқара дипломатийә саһәсидин чәттә қалдурушни дурус көрмәймиз” дегән.
Талибан һөкүмитиниң хитай билән рәсмий дипломатик алақә орнитиши мәлум болғандин кейин, һәрқайси саһәниң зор диққити қозғалған. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси мәсйо миллер (Matthew Miller) бу һәқтә сөз қилип, “бу хил мунасивәтниң немидин дерәк бериши һәққидә хитай һөкүмити гәп қилсун. Биз бу һәқтә көплигән сәлбий инкасларни көрдуқ” дегән. Мәлум болушичә, хитайниң афғанистанда турушлуқ баш әлчиси җав шиң 2023-йили сентәбирдә өзиниң баш әлчилик гуваһнамисини талибан һөкүмитиниң баш министири муллаһ муһәммәд һәсән ахунға тапшурған иди.
Хитай һөкүмитиниң хәлқарада техи етирап қилишқа еришәлмәйватқан, шуниңдәк изчил түрдә террорлуққа бағлинип келиватқан талибан һөкүмити билән рәсмий баш әлчи дәриҗилик дипломатик алақә орнитиши, һәрқайси саһә кишилири арисида зор ғулғула қозғиған.