Әркинлик сарийи: “хитай һөкүмитиниң уйғур мухбирларға қилған тәһдит вә һуҗумлири көпийиватиду”
2023.12.06
Америкадики тәсири чоң кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин бири болған “әркинлик сарийи” 2023-йили 12-айниң 6-күни елан қилған доклатида, мустәбит һөкүмәтләрниң муһаҗирәттики мухбирларға селиватқан тәһдит вә һуҗумлириниң көпийиватқанлиқини оттуриға қойған. Бу доклатта йәнә мустәбит хитай һөкүмитиниң америкидики уйғур мухбирларға, болупму уларниң аилисигә тәһдит селиши вә башқа һуҗумлириниң көпийиватқанлиқи алаһидә тилға елинған.
Доклатта мундақ дейилгән: “мустәбит һөкүмәтләр җисманий җәһәттин җазалашни өз ичигә алған мәҗбурлаш вә қорқутуш васитилири арқилиқ америка вә башқа ғәрб дөләтлиридики мухбирларни җимиқтурушқа урунуп кәлмәктә” .
“әркинлик сарийи” 2014-йилдин башлап, 26 мустәбит һөкүмәт тәрипидин елип берилған, һәр қайси дөләтләрдә ишләватқан мухбирларни тутқун қилиш, яридар қилиш вә қәстләп өлтүрүш урунушлирини өз ичигә алған 112 вәқәни хатирилигән. Лекин бу сан пәқәт һәқиқий омумий санниң бир қисмиға вәкиллик қилидикән.
Мәзкур доклатта йәнә мундақ дейилгән: “һазир америкида әркин асия радийосиниң мухбири болуп ишләватқан гүлчеһрә хоҗа хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисидики хәвәрлири үчүн хитайниң өч елиш нишани қилинған уйғурларниң бири. Униң уйғур илидики 20 нәччә туғқанлири хитай даирилири тәрипидин паракәндичиликкә учриған вә қолға елинған, бәзилири лагерларға қамалған” .
Илгири, әркин асия радийосида ишләватқан мәмәтҗан җүмә, нуриман абдурешит вә әсәт сулайман хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисидики хәвәрлири үчүн хитай тәрипидин өч елинған; уларниң 50 дин көп туғқини хитай даирилири тәрипидин паракәндичиликкә учриған вә қолға елинған, бәзилири лагерлирида қамалғанлиқи һәққидә доклат елан қилинғаниди.