Хитай һөкүмити хаккерлириниң тор еқими әсваби болған ротердин пайдиланғанлиқи ашкариланди
2023.09.28
Хитай һөкүмити мәбләғ чиқирип тәрәққий қилдуруватқан тор хаккерлири тор еқимини йөнләндүрүш әсваби ротердин пайдилинип, америка, японийә қатарлиқ дөләтләрниң хәлқара ширкәтлириниң ториға киргән.
Америкадики “тор бихәтәрлики һәптилики” ториниң 27-сентәбир күни елан қилған бу хәвиридә ейтилишичә, Cisco ширкитиниң ротерлириға хитай һөкүмити мәбләғ салған “қара техника” (Black tech) ишлитилгән болуп, униңға “юқири сәвийәлик сиҗил тәһдит” (APT) йошурунған. Буни америка дөләт хәвпсизлики идариси (NSA) билән америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) тәкшүрүп байқиған.
Бу органлар агаһландуруп мундақ дегән: “конкрет ейтқанда, ‛қара техника‚ тор һуҗумчиси мәлум тор бекитини нишанға елип, башқурғучиларниң һоқуқи чәкләшни мәқсәт қилғанда ротерни өзгәртип, уни мәркәз қилған тор һәрикитигә соқунуп киривалиду”.
Cisco Ширкитиниң ротерлириға йошурунған тор һуҗумчиси чәт әл ширкәтлириниң тор системисини бузуветишни әмәс, улардин учур оғрилашни мәқсәт қилидикән.
Хитайниң ‛қара техника‚ дин пайдилинип юқири сәвийәдә тор бихәтәрлики хәвпи пәйда қилиши 2010-йилдин буян җанлинип кәткән һадисә болуп, униң һуҗум нишани һөкүмәт, санаәт, техника, таратқу, електирон вә телеграф саһәлири, шундақла америка билән японийә армийәсини арқа сәптин тәминләйдиған ширкәтләрни өз ичигә алидикән.
Cisco Ширкити өзлирини ақлап, “Cisco ниң кәмчиликини көрситидиған һечқандақ аламәт көрүлмиди. Тор һуҗумчилири ишәнчлик тор келишимидин пайдилинип, тор башқурғучилири вә юмшақ деталларни өзгәртишкә урунған” дегән.
Һалбуки, хәвәрдә көрситилишичә, қаттиқ детал хәвпсизлики мутәхәссислири юқири сәвийәлик тор һуҗумчилириниң ротер қатарлиқ әсвабларниң сайисидә узун муддәтлик вә мәхпий тор һуҗуми қилидиғанлиқини илгири сүргән.