Вухәндә байқалған сарс типидики гуманлиқ өпкә яллуғи вируси пүтүн хитайға тарқалмақта

Мухбиримиз әркин
2020.01.20

Хитайниң вухән шәһиридә байқалған сарс типидики гуманлиқ өпкә яллуғи вирусиниң тез сүрәттә пүтүн хитайға тарқиливатқанлиқи илгири сүрүлди.

Хитай сәһийә вә саламәтлик министирлиқиниң ашкарилишичә, йеқинқи икки күн ичидә вухән шәһириниң өзидила 136 йеңи кесәллик байқалған. Хәвәрләрдә бир кишиниң өлгәнлики, буниң билән бу вируста өлгәнләр вухәнниң өзидила 3 кә йәткәнликини билдүрмәктә. Мәлум болушичә, уларниң иккиси өткән йили декабирда өлгән. Сәһийә вә саламәтлик комитети 20‏-январ күни елан қилған учурида нөвәттә вухән шәһиридә җәмий 198 киши бу вирустин юқумланғанлиқи, улардин 170 кишиниң дохтурханида икәнликини билдүргән.

BBC Ниң 18‏-январ күни бәргән хәвиридә мутәхәссисләрниң бу вирустин юқумланғанлар 1700 гә йетип барғанлиқини пәрәз қиливатқанлиқи илгири сүрүлгән иди. Мәлум болушичә, нөвәттә бу хил вирус бейҗиң, гуаңдуң қатарлиқ җайлирида байқалған. Униң гуаңдуңда байқилиши җәмийәттә қаттиқ патипарақчилиқ пәйда қилған.

2003‏-Йили тарқалған сарс кесили дәл гуаңдуңдин башланған иди. Хәвәрләрдә қәйт қилинишичә, гуаңдуңдики бәзи дохтурханилар ишчи-хизмәтчилириниң дәм елишини бикар қилған. Һазирға қәдәр мәзкур вирусниң уйғур диярида байқалғанлиқиға даир һечқандақ мәлумат йоқ. Пәқәт бәзи хитай һөкүмәт таратқулириниң 20‏-январ күнидики хәвәрлиридә хитай йеза-игилик министирлиқиниң манас наһийәсидики ләнҗовән йезисиниң тәбиий қоғдаш районидики ява аққуларда қуш зуками байқалғанлиқини елан қилғанлиқиға даир учурлар берилгән.

Бәзи көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити мәзкур районда вирус байқалған тәқдирдиму, уни йошурушқа тиришидикән. Чүнки у вирус сәвәблик хәлқара җәмийәтниң диққити 3 милйондәк уйғур лагерларға қамалған бу районға техиму мәркәзлишип қелишини халимайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.