Блумберг хәвәрлири: “хитайниң қайта ечилиши пул пахаллиқиниң партлишини елип келиши мумкин”

Мухбиримиз әркин
2023.01.23

Америка “блумберг хәвәрлири” ниң 21-январ елан қилған бир мақалисидә, хитайниң 3 йиллиқ ковид юқуми қамилини бикар қилип, сиртқа қайта ечилиши пул пахаллиқиниң партлишини биргә елип келиши мүмүкинлики билдүрүлгән. Мақалида көрситилишичә, хитай һөкүмити 3 йиллиқ ковид қамили мәзгилидә америка, японийә вә явропа иттипақиға охшаш пуқралириға биваситә пул ярдәм қилмиған, бәлки у нуқтилиқ ширкәтләргә ярдәм бәргән болуп, бу арқилиқ у ишсизлиқни контрол қилиш, бу арқилиқ тәрәққият вә муқимлиқни сақлашни нишан қилип, ғәрб дөләтлиридәк пул пахаллиқиниң бесимиға учримиған болсиму, бирақ бу мәзгилдә хитай пуқралири наһайити көп пул теҗәп қалған.

“блумберг хәвәрлири” ниң алий муһәррири крис анстей қәләмгә алған мақалисида, хитай аилилириниң банкида йиғқан пули, хитайда пул пахаллиқиниң партлишини кәлтүрүп чиқириши мумкинликини билдүргән. Мақалида ейтилишичә, хитай юқум мәзгилидә америкадәк пуқралириға пул тарқитип, пул пахаллиқиниң бесимини пәйда қилмиған болсиму вә бу, хитай үчүн яхшидәк көрүнсиму, лекин охшаш мәзгилдә хитай аилилири 720 милярд доллар пул теҗәп қалған болуп, хитайниң қайта ечилиши билән әгәр хитай пуқралири бу пулни хәҗләшкә башлиса, хитайда пул пахаллиқиниң партлишини пәйда қилидикән.

Крис анстей “хитайниң қайта ечилиши 720 милярд долларлиқ пул пахаллиқи билән келиду” мавзулуқ мақалисидә, японийәдики номура малийә ширкитиниң йеқинда елан қилған доклатини нәқил кәлтүрүп, доклатта хитай аилилириниң юқум мәзгилидә 720 милярд доллар теҗәп қалғанлиқини һесаблап чиққанлиқини билдүргән. Мақалида көрситилишичә, хитай иқтисадиниң қайта ечилиши хитай мәркизи банкиси пулға болған контроллуқни бошатқан мәзгилгә тоғра кәлгән болуп, бу, пул пахаллиқиниң хәвпини техиму күчәйтидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.