Америка авам палатаси йеқинқи бир һәптә ичидә хитайға мунасивәтлик 28 қанун лайиһәси мақуллиған
2024.09.13
Америка авам палатаси йеқинқи бир һәптә ичидә хитайниң BGI намлиқ био-техника вә DJI адәмсиз учқу ишләпчиқириш ширкәтлирини чәкләшни өз ичигә алған хитайға мунасивәтлик 30 ға йеқин қанун лайиһәси мақуллиған. Бу америка дөләт мәҗлисиниң тарихида мисли көрүлүп бақмиған һадисә, дәп қаралмақта.
Мәлум болушичә, америка дөләт мәҗлисиниң җумһурийәтчи вә демократчилар партийәсидин болған палата әзалири дөләт мәҗлисиниң 9-сентәбир күни башланған язлиқ тәтилдин кейинки тунҗи һәптисидә, қанун чиқириш хизмитиниң асаси нуқтисини хитайға қаратқан. “хитай һәптиси” дейилгән бу бир һәптидә, авам палата әзалириниң хитайға тақабил турушқа даир 28 қанун лайиһәси мақуллиғанлиқи қәйт қилинмақта. Игилинишичә, авам палатаси 12-сентәбир күни “хитайниң америка токлуқ аптомобил саһәсидики йетәкчилик орнини чәкләш қанун лайиһәси” ни мақуллиған.
Мәлум болушичә, бу қанун лайиһәлири хитайниң био-техника, адәмсиз учқу, токлуқ аптомобил батарейәси ширкәтлири вә хитай пуқралириниң америка деһқанчилиқ мәйданлирини сетивелишини чәкләш, хоңкоң һәм тәйвәнгә мунасивәтлик нурғун саһәләргә четилған. Бу қанун лайиһәлириниң илгири уйғур елидә DNA банкиси қуруп, хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруши вә ирқий қирғинчилиқ қилишиға һәмкарлишиш билән әйибләнгән BGI, йәни бейҗиң ген институти вә униң бир қанчә тармақ ширкитини чәкләшниму өз ичигә алғанлиқи мәлум.
“америка авази” радийосиниң хәвәр қилишичә, авам палатасиниң демократчилардин болған бәзи әзалири җумһурийәтчиләр көп санлиқтики авам палатаси мақуллиған бу қанун лайиһәлириниң хитайни чәкләштә “аҗиз” икәнлики вә “үнүмлүк әмәслики” ни, хитайға мәбләғ селиш қатарлиқ тәсири чоң бәзи һалқилиқ қанунларниң авазға қоюлмиғанлиқини илгири сүргән. Демократчилардин болған авам палата әзаси том сози, американиң “политико” (сиясәт) гезитигә қилған сөзидә, “‛хитай һәптиси‚дә мақулланған нурғун мәзмунларниң рояпқа чиқиши” ға гуман билән қарайдиғанлиқини ейтқан. Мәлум болушичә, бу йил 11-айда пирезидентлиқ сайлими өткүзүлгәчкә, бу қанун лайиһәлириниң рәсмий қанунға айлинишиға интайин аз вақит қалған.