Ақту наһийәсиниң пилал йезисида юқумдин мудапиәлиниш үчүн хитайчә саламлишиш керәклики тәшвиқ қилинған

Мухбиримиз җәвлан
2022.12.13

Йеқинда фейсбок қатарлиқ иҗтимаий алақә васитилиридә, хитайдики юқум вәзийитидә йеңи өзгиришләр болуватқанлиқи, қамалниң нисбәтән бошитилғанлиқи, әмма вирустин мудапиә көрүшниң давамлишиватқанлиқи һәққидә видийолар тарқалмақта.

Бу һәқтики видийолардин биридә, ақту наһийәси пилал йезиси ақту кәнтигә аит бир тәшвиқат көрситилгән болуп, униңда һазир вирустин мудапиәлиниш үчүн уйғурларниң қаидиси бойичә қол елишип көрүшмәй, йирақтин икки қолини җүпләп, яки бир қолини алқиниға тирәп хитайчә саламлишиш керәклики тәшвиқ қилинған ; видийода бир уйғур киши бир хитайниң алдиға келип көрүшүш үчүн қолини суниду, хитай дәрһал тохтап: “һазир бундақ көрүшмәймиз, мундақ көрүшимиз” дәп икки қолини җүпләп, хитайчә саламлишишни көрситиду. Буни өгәнгән киши башқа уйғурларғиму хитайчә саламлишишни өгитиду. Видийода булар “юқумдин сақлинишниң өзи сағламлиқ тарқитиш” дәп тәшвиқ қилинған.

Радийомиз мухбириниң 2017-йил 6-ай вә 8-айда игилигән учурлирида, ақту наһийәсиниң пилал йезисида миңлиған адәмниң аталмиш “йепиқ тәрбийәләш мәркизи” гә елип кетилгәнлики, диний затларниң асасән соланғанлиқи вә амма оттурисида сазайи қилинғанлиқи мәлум болғаниди. Аридин 5 йил өткәндә, мәзкур җайда миллий өрп-адәт, әхлақ тәрбийәси елип баридиған кишиләрниңму қалмиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.