Хитай һөкүмити канада ташқи ишлар министирини хоңкоң мәсилисини тилға алғанлиқи үчүн әйиблигән

Мухбиримиз сада
2019.08.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай һөкүмити канада ташқи ишлар министири кристия фриләндниң хоңкоңға бәргән баһаси сәвәблик уни қаттиқ әйиблигән.

Канадада чиқидиған “йәршари вә почта” ториниң 21-авғусттики хәвиригә қариғанда, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси гең шуаң 20-авғуст күни баянат елан қилип, “канада һөкүмитиниң хоңкоңға бәргән асассиз баһалири қайта-қайта оттуриға чиқмақта. Улар бу арқилиқ җуңгониң ички ишлириға еғир дәриҗидә арилашти,” дәп канада һөкүмитини тәнқидлигән. Гең шуаңниң бу сөзлири CCTV ниң хәвәрләр программисидиму қоюлған.

Мәлум болушичә, канада ташқи ишлар министири кристия фриләнд 17-авғуст күни явропа иттипақиниң ташқи сияситигә мәсул хадими федерика могерини билән бирликтә бир бирләшмә баянат елан қилип, хитайниң хоңкоң вәзийитини “қобул қилғили болмайдиған зораванлиқ вәқәси” дегән баянатиға қарши баянат берип, хитайниң хоңкоңлуқларниң негизлик әркинликини һөрмәт қилишқа чақирған.

CCTV Ниң хәвәрләр программисида “бу кристия фриләндниң бу йил май ейидин буянқи үчинчи қетим хоңкоң үчүн аваз чиқиришидур. Җуңго тәрәп канадани хоңкоң мәсилисидә һошяр позитсийәдә болушини тәләп қилиду,” дейилгән.

18-Авғуст америка президенти доналд трамп хитай билән елип бериливатқан сода сөһбити һәққидә сөз қилип, “әгәр ‛тийәнәнмен вәқәси‚ гә охшаш зораванлиқ қайта йүз бәрсә, хитай билән болған сода келишимимиз ахирлишиду,” дегән. Буниңға қарита хитай тәрәпму инкас билдүрүп, “әгәр америка тәрәп хоңкоң мәсилисини изчил тилға алса, улар билән болған сода мунасивитимиз бузулиду,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.