Хоңкоң һөкүмити хоңкоң мустәқиллиқ партийәсигә “тәдбир қоллинимиз” дәп тәһдит салди

Мухбиримиз әркин
2016.03.31

Хоңкоң һөкүмити йеңи қурулған мустәқиллиқ партийәси - хоңкоң миллий партийәсигә “тәдбир қоллинимиз” дәп тәһдит салған һәм у партийәни тизимға елишни рәт қилған. Хоңкоң миллий партийәси 50 тәк хоңкоңлуқ студент вә яш кәспий хадимлар тәрипидин дүшәнбә күни қурулған иди.

У хоңкоң мустәқиллиқини өзиниң сиясий нишани, дәп җакарлиған. Әмма хоңкоң һөкүмити пәйшәнбә күни мәзкур партийәни әйибләп, мустәқиллиқ хоңкоң түп қануниға хилап, хоңкоңниң муқимлиқи вә гүллинишигә бузғунчилиқ қилиду, дегән.

У чаршәнбә күни елан қилған баянатида йәнә, “хоңкоң алаһидә район мәмурийити қанунларға асасән тәдбир қоллиниду,” дәп көрсәткән. Әмма хоңкоң миллий партийәси пәйшәнбә күни хоңкоң даирилиригә рәддийә берип, “хоңкоң мустәқиллиқини тәләп қилсақ җинайи җавабкарлиққа тартилиду, дейиш бимәнилик” дәп тәкитлигән.

Мәзкур партийә баянатида йәнә, һәрқандақ киши пәқәт мустәқиллиқни тилға алғанлиқи үчүн җазаға тартилса, “асасий қанун кризиси вә сиясий кризиси йүз бәргәнлик болиду” дегән.

Лекин хитай дөләт кабинети хоңкоң даирилириниң миллий партийәни тизимға елишни рәт қилғанлиқини қоллиған.

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай дөләт кабинетиниң хоңкоң-авмен ишлирини башқуруш ишханиси мустәқиллиқ чақириқиға “қәтий қарши туридиғанлиқи” ни билдүрүп, хоңкоң һөкүмитиниң һәрикитини “тоғра” дегән.

Хоңкоң миллий партийәсиниң пәйшәнбә күни фирансийә агентлиқиға ашкарилишичә, у партийә өзини бир ширкәт намида тизимға алдурмақчи болған, әмма хоңкоң һөкүмити рәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.