Японийә вә әнглийә истратегийәлик шериклик дәриҗисини күчәйтидиған келишим һасил қилған
2023.05.19
Японийә билән әнглийә икки дөләтниң дөләт мудапиә, сода вә техника һәмкарлиқини күчәйтиш үчүн абидә характерлик келишим һасил қилған. Буниң билән икки дөләтниң һәмкарлиқ мунасивити йәниму күчийип, йәр шари истратегийәлик шериклик дәриҗисигә көтүрүлгән.
“японийә вақти” гезитиниң хәвәр қилишичә, икки дөләт хирошимада өткүзүлидиған G-7 йиғини башлиништин бурун, йәни 19-май күни “хирошима келишими” имзалап, икки тәрәпниң санаәт түрлири, пән-техника вә йерим өткүзгүч қатарлиқ саһәләрдә тәтқиқат һәмкарлиқини кеңәйтиш, йеңилиқ яритишни күчәйтишни оттуриға қойған.
Хәвәрдә дейилишичә, бу келишим арқилиқ улар дөләт ичидики өзәк ишләпчиқириш вә тәминләш зәнҗириниң бәрдашлиқ бериш иқтидарини күчәйтишни мәқсәт қилмақтикән. Болупму бу келишим тәйвән боғузида йүз бәргүси һәрқандақ бир тоқунушниң дунядики йерим өткүзгүч тәминатини ақситип қоюши мумкинлики һәққидики әндишини чиқиш қилған икән.
Японийә баш министири фумио кишида билән әнглийә баш министири риши сунак мәзкур келишим һәққидики қошма баянатида мундақ дегән: “илим-пән, техника вә йеңилиқ яритиш саһәлиридики дунявий башламчи болуш сүпитимиз билән, бирликтә тиришип һәм һәмкарлишип, сүний әқил, кивант қатарлиқ йеңидин гүллиниватқан техникиларни, шундақла йерим өткүзгүчкә охшаш һалқилиқ саһәләрни тәрәққий қилдуримиз.”
Сунак йәнә әнглийәниң йерим өткүзгүч санаити үчүн 1 милярд фонд-стерлиң (1 милярд 250 милйон доллар) мәбләғ селишқа тәйярлиқ қиливатқанлиқини билдүргән.
Хәвәрдә дейилишичә, бу келишим йәнә икки тәрәпниң дөләт мудапиә һәмкарлиқини күчәйтишниму өз ичигә алидикән. Бу келишим пат арида өткүзүлидиған японийә-әнглийә бирләшмә маневирида әнглийәниң әскәр санини көпәйтидилидиғанлиқидин, шундақла авияматкида зәрбә бериш гурупписиниң 2025-йили һинди-тинч окянда йәнә бир қетим маневир характерлиқ сәпәр қилидиғанлиқидин дерәк беридикән.