Түркийәдә турушлуқ икки уйғур пәрзәнти таратқуларға хитайниң “ятақлиқ мәктәплири” дики хорлашни ашкарилиди

Мухбиримиз әркин
2022.02.04

Хәлқара таратқулар хитайниң уйғур елидә “ятақлиқ мәктәпләр” ни қуруп, уйғур пәрзәнтлирини аилисидин айривәткәнликини көпләп хәвәр қилған болсиму, бирақ бирәри бу орунлардики ички әһваллар тоғрисида шаһитлиқ берип бақмиғаниди. Лекин тунҗи қетим бу “ятақлиқ мәктәпләр” дә турған түркийәдә турушлуқ ‍икки уйғур пәрзәнти америка таратқулириға бу орунлардики уйғур балилириға қаритилған роһий, җисманий хорлашларни ашкарилиди.

Америкадики нупузлуқ таратқуларниң бири болған NPR йәни дөләтлик аммиви радийоси 3-феврал күни “ятақлиқ мәктәпләр” ниң кичик шаһити-айсу кучар вә лутпулла кучар билән ‍өткүзгән сөһбитини елан қилди. Айсу билән лутпулланиң ейтишичә, улар хитайниң “ятақлиқ мәктәплири” дә турған 20 айдәк вақитта чечи чүшүрүветилгән. Улар синип назарәтчиси вә оқутқучиларниң уларни да‍им уруши, қараңғу ‍өйгә солап қоюши, шундақла җазалаш үчүн даим қийин әһвалда турғузуп қоюшидәк хорлашлириға учриған. Лутпулла билән айсуниң дадиси түркийә гираждани болуп, аниси кучарда 20 йиллиқ кесиветилгән. Уларниң 2017-йили башланған уйғур елидики чоң тутқунда түркийәдики дадиси билән болған алақиси үзүлгән.

Мәлум болушичә, лутпулла кучар 2018-йили 2-айда үрүмчидики “ятақлиқ мәктәп” кә орунлаштурулғанда 4 яшта, һәдиси айсу техи 6 яшта икән. Уларни дадиси 2019-йили 12-айда түркийәгә қайтуруп кәлгән. Бу тунҗи қетим уйғур бала шаһитлириниң “ятақлиқ мәктәпләр” дики җисманий вә роһий хорлашларни таратқуларға ашкарилишидур. NPR Хәвиридә ейтилишичә, бу икки пәрзәнтниң ‍үрүмчидә учриған роһий җараһити уларниң җисманий җараһитидин еғир икән. Хәвәрдә, лутпулланиң ‍үчташ (сәндоңбей) дики бир мәктәпкә орунлаштурулғанлиқи, бу мәктәп уйғурлар районидики аз дегәндә 1300 “ятақлиқ мәктәп” ниң бири икәнлики билдүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.