“империйә чеграсидин һалқиған қанун” намлиқ әсәр нәшрдин чиқти
20-Әсирниң алди-кәйнидә уйғур дияри өзиниң пәвқуладдә җуғрапийиви орни түпәйлидин явропа әллири изчил көз тикип келиватқан нуқтиларниң бири болуп қалған иди. Бу җәрянда қәшқәр вә үрүмчидә қурулған бир қисим чәтәл консулханилири әнә шуниң дәлилидур.
Германийәдики макс-планк иниститутиниң тәтқиқатчиси, доктур емилий вивелниң “империйә чеграсидин һалқиған қанун: хитайниң ғәрбий чегрисидики биританийә консулханиси, 1880-1943” намлиқ әсири әнглийәниң қәшқәрдики консулханиси һәққидә йезилған мәхсус әсәр болуп, бу һәқтики тәпсилатларға кәңри орун берилгән.
Әнглийәдики әң даңлиқ нәшриятлардин болған манчестер нәшрияти 2019-йили 20-декабирда нәшр қилған бу әсәрдә аптор әйни вақиттики британийә һөкүмитиниң қәшқәрдә консулхана тәсис қилишиниң сәвәблири, консулханиниң паалийәтлири, униң шу вақиттики уйғур дияриниң сиясий вәзийитидә көрүлгән давалғушларда қандақ рол ойниғанлиқи қатарлиқ бир қатар мәсилиләрни әйни вақиттики биританийә империйәси билән манҗу империйәсиниң алақидар архиплири асасида системилиқ баян қилиду.