Австралийә куртин университетиниң йүз тонуш техникиси тәтқиқатини әмәлдин қалдуруш тәләп қилинған

Мухбиримиз җәвлан
2021.09.15

Австралийә радийо ширкити (ABC) ниң хәвәр қилишичә, австралийә куртин университетида уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң чирайини тонуш техникисиға мунасивәтлик тәтқиқат елип бериливатқан болуп, бу тәтқиқатни әмәлдин қалдуруш көп қетим тәләп қилинған.

Бу тәтқиқат 2019-йил тунҗи қетим елан қилинған болуп, хитай һөкүмити униңға ярдәм бәргәникән. Кишилик һоқуқ паалийәтчилири бу техникиниң хитай һөкүмити тәрипидин пайдилинип, уйғурларға зиянкәшлик қилишқа елип беришидин әнсирәп, бу тәтқиқатни елип беришқа йол қойған куртин университетини тәнқидләп келиватқаникән. Бу мәктәпниң муавин мудири гәрчә бу тәтқиқат мақалисини мәктәп тор бетидин өчүрүветишкә буйруған болсиму, бу мақалә йәнила тор бәттә мәвҗут икән.

Австралийә парламенти истихбарат вә бихәтәрлик комитетиниң рәиси җәймес патерсон куртин университетиниң бундақ тәтқиқатқа йол қоюшиниң әхлақсиз қилмиш икәнликини вә бу қилмишниң узаққичә байқалмаслиқиниң кишини әпсусландуридиғанлиқини ейтқан.

Куртин университетидикиләр болса өзлириниң башта бу тәтқиқаттин хәвири йоқлуқини, буниңдин кейин назарәтни күчәйтидиғанлиқни билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.