Әнқәрәдә тунҗи уйғур ашханиси ечилди
2013.08.14
Түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә “уйғур суприси” намлиқ тунҗи уйғур ашханиси ечилди.
Ашханида ләзиз уйғур тамақлириниң пүтүн түрлири бар болуп, бу йиллиқ рамизан давамида әнқәрәдики уйғурлар иптар зияпәтлирини бу ашханида өткүзди.
Әнқәрәдики“уйғур суприси” ашханиси шәһәр мәркизигә йеқин болған җәбәҗи төтйол мәһәллисигә җайлашқан болуп, ашхана әнқәрәдә яшаватқан вә оттура асия түркий җумһурийәтлиридин кәлгән оқуғучилар топлинидиған җайиға айланған.
Бурун әнқәрәдә өзбек, қазақ, қирғиз вә татарларниң ашханиси бар болуп, уйғур ашханиси йоқ иди.
Бу тунҗи ечилған ашхана тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн ашханиниң хоҗайини яқуп қарахан әпәнди вә ашханида тамақ йәватқан херидарларға микрофонимизни узаттуқ.
Яқуп қарахан сөзидә уйғурларниң йемәк күлтүрини тонутуш үчүн бу ашханини ачқанлиқини тәкитлиди.