Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити “һапизлиқ курси” оқуғучилирини мукапатлиди
2014.08.06

Голландийәниң отирехт шәһиридә паалийәт елип бериватқан явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити бу йил 2-айдин башлап давам қилип келиватқан “һапизлиқ курси” ниң оқуғучилирини илһамландуруш мукапати билән тәқдирләш паалийити елип барди.
Паалийәттә һапизлиқ курсида оқуватқан оқуғучилар “қуран кәрим” айәтлиридин парчилар оқуди. Андин қарийлиққа дәвәт қилинған мәзмундики әрәбчә шеирни җамаәткә декламатсийә қилип бәрди. Паалийәт давамида мәзкур җәмийәтниң тәлим-тәрбийә мәсули абдурахман қариһаҗим сөз қилип, қарилиқниң пәзилити һәққидә тохталди вә көпчиликни бу шараиттин үнүмлүк пайдилинишқа чақирди.
Оқуғучилар қарийлар тәрипидин қәдирлинидиған, тәҗвид қаидилири ениқ көрситилгән өлчәмлик “қуран кәрим” вә нәқ пул билән тәқдирләнди.
Ахирида, “һапизлиқ курси” ниң оқуғучилири ата, анилири вә устазлири билән бирликтә хатирә рәсимгә чүшти.