Барин вәқәсиниң 26-йиллиқи түркийәдә һәр хил усулда хатириләнмәктә

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.04.05
Bingtuan-Xitayliri-we-Barin-Inqilapchiliri-tutqunda.jpg Сүрәттә, барин инқилабчилирини тутуш вә қирғин қилишқа қатнашқан биңтуән хитай қораллиқ "деһқан" лиридин бир көрүнүш.
File Photo

Барин вәқәси йүз берип аридин 26 йил өтти, бу мунасивәт билән түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири, түрк аммиви тәшкилатлири бүгүн баянат елан қилип, хатириләш паалийәтлири өткүзүп, иҗтимаий таратқулар арқилиқ бу һәқтә мәлумат тарқитиш арқилиқ бу күнни хатирилимәктә.

Бүгүн түркийәдә актип паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилати баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң бундин 26 йил бурун, ақту наһийәсиниң барин йезисида миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш нами астида бигунаһ уйғурларни өлтүргәнликини, тутқун қилғанлиқини, буни һәргиз унутмайдиғанлиқини вә унуттурмайдиғанлиқини, бу күнни уйғур аммиви тәшкилатлири арисида хатириләпла қалмастин, бүгүн түрк ахбаратиға баянат елан қилғанлиқини баян қилди.

Сейит түмтүрк әпәнди барин вәқәсиниң 26-йиллиқи мунасивити билән бүгүн йәни чаршәнбә күни ақшам малайшия вә тайланд арқилиқ түркийәгә кәлгән уйғурлар билән бирликтә барин вәқәсидә һаятидин айрилған шеһитләргә атап хатириләш паалийити өткүзидиғанлиқини, уларниң роһиға атақ қуран тилавәт қилидиғанлиқини баян қилди.

Қиммәтлик радио аңлиғучилар, барин вәқәси һәр йили түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридә хатирилинип кәлмәктә, ундақта түркийәниң әң чоң шәһәрлиридин бири болған истанбулда немә паалийәтләр болмақчи? бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтуллаһ оғузхан бу һәқтә мәлумат бәрди. У, 4-айниң 8-күни истанбулда чоң бир хатириләш паалийити өткүзидиғанлиқини баян қилди.

Һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди барин вәқәсини хатириләшниң әһмийитиниң зор икәнликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.