Дуня уйғур қурултийи вәкиллири канададики бир һәптилик зиярити һәққидә тохталди
2013.11.28

Йеқинда дуня уйғур қурултийи рәһбәрлиридин әсқәрҗан, илһам маһмут вә долқун әйсалар канаданиң торонто шәһиридә зиярәттә болуп, бу йәрдики канада уйғур җәмийити рәһбәрлири вә уйғур җамаити билән көрүшүп сөһбәтләшти һәмдә уйғур канада җәмийити тәшкиллигән шәрқи түркистан җумһурийити қурулғанлиқиниң 80 йиллиқини тәбрикләш паалийитигә қатнашти. Улар, һазир хитай түрмисидә йетиватқан һүсәнҗан җелилниң аилисини йоқлиди вә бәзи аммиви тәшкилатлар рәһбәрлири билән көрүшти.
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди билән, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса әпәндиләр торонтодин айрилиш алдида мухбиримизниң зияритини қобул қилип, канадада елип барған бир һәптилик зияритини хуласилиди вә өз тәсиратлирини баян қилип өтти.
Юқиридики аваз улинишидин бу программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.