Ғәрб дунясидики уйғурлар (8B)
2016.09.15

Биринчи қисим: муһаҗирәттики уйғурларда өлүм узитиш вә ахирәтлик мурасимлар
Туғум вә никаһ адәтлири билән бир вақитта йәнә өлүм вә ахирәтлик мурасимларму һәрқандақ бир иҗтимаий топлуқниң күндилик һаятидики мәңгүлүк адәтләр һесаблиниду.
Ундақта ғәрб дунясида яшаватқан уйғур җамаитиниң һаятида өлүм вә ахирәтлик мурасимлар қандақ давам қиливатиду? түркийә билән явропа әллиридә олтурақлашқан уйғур җамаити өзлириниң күндилик һаятидики бу чоң мәсилини қандақ бир тәрәп қилип кәлди?
Баш штаби истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин диний өлима абдулһәкимхан мәхсум истанбулдики уйғурларниң өлүм вә ахирәтлик ишлири һәққидә чүшәнчә бәрди.
У өз баянлирида истанбулдики уйғур җамаитиниң өлүм вә ахирәтлик ишларни бир тәрәп қилишта түркийә диянәт министирлиқи системилаштурған мейит узитиш қаидилиригә әмәл қилидиғанлиқини, истанбулдики уйғур җамаитиниң өлүм болғанда өзлүкидин йиғилип мейит намизи билән өлүм пәтисигә келидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
Уйғурлар муһаҗир болуп яшиғили әмдила 20 йил болған голландийәдә алдинқи йили өткүзүлгән бир дәпнә мурасими бу йәрдики уйғур җамаитигә җамаәтлишишниң, миллий уюшқақлиқниң нәқәдәр муһимлиқини һес қилдурғанлиқи мәлум.
Голландийә шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң рәиси әйса савут қарим бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, өткән йили голландийәдә қаза қилған бир уйғур ханимниң ахирәтлик ишлириниң қандақ елип берилғанлиқи һәққидә баян бәрди.
У голландийәдики уйғурлар һаятида йүз бәргән тунҗи өлүмниң бу йәрдики җамаәтни қандақ һәрикәткә кәлтүргәнликини, бу әлниң һәр җайлириға териқтәк чечилип кәткән уйғурларниң өзлүкидин йиғилип, мәрһумәниң мейитини миллий вә диний әнәнә бойичә узатқанлиқини тилға алди.
Рабийә илктүрк ханим қәйсәридики 2-әвлад уйғурлардин.
У қәйсәрдики уйғур җамаитиниң таки йеқинқи мәзгилләргичә өлүм вә ахирәтлик ишларни вәтән пәдиси бойичә давамлаштуруп кәлгәнликини чоңқур һессият билән әсләйду.
Баш штаби қәйсәридики шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитидә аяллар мудири болуп хизмәт қиливатқан рабийә илктүрк ханим йеқинқи йиллардин буян өлүм вә ахирәтлик ишларниң аста-аста аддийлишиватқанлиқи вә өзгирип кетиватқанлиқидин әпсуслуқ һес қилиду.
Явропада әң балдур шәкилләнгән мюнхендики уйғур җамаити һазирға қәдәр онға йеқин уйғур қериндишиниң өлүм вә ахирәтлик ишлириға шаһит болғанлиқини әсләйду.
Дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавиддин мюнхендики уйғур җамаитиниң өлүм узитиш мурасими һәққидә тохтилип, уйғур җамаитиниң бу җәһәттә һәм миллий һәм диний адәтләрни давамлаштуруп кәлгәнликини тилға алиду.
(Давами бар)