Күрәш күсән нахшилириниң арқа көрүнүшигә йошурунған реаллиқ
2013.04.19

Уйғур җамаәтчилики арисида “күрәш күсән” нами билән мәшһур болған мәрһум сәнәткар, әркинлик җәңчиси күрәш султанниң вапатиға бу йил 7 йил болди.
Ваһаләнки, униң вәтән вә милләтниң һөрлүки тема қилинған ялқунлуқ нахшилири өз келәчики үчүн күрәш қиливатқан уйғур вә башқа қериндаш милләтләр арисида йиллар бойи яңрап кәлмәктә. Униң нахшилиридики урғуп турған миллий роһ, әркинлик вә һөрлүккә болған тәшналиқ, вәтәнниң қутулушиға болған үмид милйонлиған қәлбләргә уйғур сәнитиниң чәксиз һаятий күчи арқилиқ җасарәт беғишлимақта.
Күрәш күсәнниң сәнәт һаяти униң балилиқ чағлиридила башланған. Униң нурғун нахшилириға өз вәтинидә сиқиливатқан уйғур хәлқиниң аччиқ реаллиқи вә әркинликкә болған чәксиз тәшналиқи йошурунған. Күрәш күсәнниң 1980 - йилларда иҗад қилған вә хәлқ арисиға кәң тарқалған нахшилиридин “пул”, “шундақ бир җайда яшисам дәймән” қатарлиқлар шуниң җүмлисидиндур. Биз күрәш күсәнниң иҗадийәт һаяти вә униң вәтәндики чағлирида иҗад қилған бир қисим муһим нахшилириниң арқа көрүнүши һәққидә мәрһумниң һазир шиветсийидә яшаватқан сиңлиси мунәввәр ханим билән сөһбәт елип бардуқ.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.