Бишкәктики “интизар” ансамбили уйғур милләтпәрвәрликни күчәйтиш сәнәт паалийити өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2019.01.09
intizar-ansambili-godekler-topi.jpg Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң уюштуруши “интизар” ансамбилиниң хәйри-сахавәт ишлириға беғишлиған сәнәт кечиликидә “интизар” ансамбилиниң гөдәклири. 2019-Йили 6-январ, бишкәк.
RFA/Féruze

6-январ күни бишкәк шәһиридә қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң уюштуруши билән “ават” ресторанида “интизар” ансамбилиниң хәйри-сахавәт ишлириға беғишлиған сәнәт паалийити өткүзүлди. Мурасимға қирғизистанда тонулған уйғур сәнәткарлири, қирғизистан хәлқлири бирләшмиси тәркибидики аз санлиқ милләтләр вәкиллири, қазақистандики уйғур наһийәсидин меһман қатари кәлгән вәкилләр, гезит мухбирлири вә көп санда җамаәтчилик вәкиллири қатнашти.

Қирғизистандики “интизар” ансамбили уйғур миллий музика вә уйғур миллий уссули гурупписидин тәшкил қилинған болуп, мәзкур ансамбил җамаәткә өз маһарәтлирини намаян қилди.

Мәзкур паалийәткә йәнә қирғизистанда тонулған уссулчи, нахшичи вә сазәндиләр қатнашқан болуп, қирғизистан хәлқ артиси султан кәримоф, атақлиқ нахшичилар шөһрәт яқубоф, алимҗан розийеф, нуртай абдуреһим, рошәнгүл мөминова, шәмшинур бакирова қатарлиқларниң ейтқан нахшилири, шундақла хәлқ сөйгән “юлтуз” уйғур миллий уссул ансамбилиниң уссуллири тамашибинларниң қизғин алқишлириға еришти.

Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәиси артуқ һаҗийеф өз нутқида уйғур хәлқиниң еғир вәзийитини тилға елип, бүгүнки бу паалийәтниң уйғур хәлқиниң вә мәдәнийитиниң мәвҗутлуқи һәм өзгичиликини көрситидиғанлиқини тәкитлиди.

Консерт давамида или хәлқ нахшилири шуниңдәк вәтән тоғрисида нурғун нахшилар ейтилди һәм миллий уссуллар орундалди. Зияритимизни қобул қилған қирғизистан хәлқ артиси султан кәримоф бүгүнки паалийәтниң уйғур сәнәткарлириниң нахша арқилиқ өз вәтинини сеғиниш һессиятлирини ипадиләш билән биргә уйғур хәлқиниң инсаний һоқуқлири вә миллий кимликини қоғдаш йолида паалийәт қиливатқанларға илһам бериш һәм милләтпәрвәрликни күчәйтиш

Әһмийитигә игә икәнликини билдүрди.

Радио зияритимизни қобул қилған қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәиси артуқ һаҗийеф бу паалийәт қирғизистандики уйғурларниң миллий роһини көтүрүш үчүн уюштурулғанлиқини тәкитләп өтти.

Мәзкур мурасим икки саәттин ошуқ давам қилған болуп, тамашибинлар юқири кәйпиятта болушти. Мурасимға қатнашқан сәнәткар шәмшинур бакирова өз һес-туйғулирини изһар қилди.

Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити бу хил паалийәтләрни өткүзүш арқилиқ қирғизистандики уйғур миллий мәдәнийитини сақлап қелишиға тиришип кәлмәктә. Мәзкур җәмийәт йәнә миллий тарих вә кимликини унтумаслиқи үчүн һәр-хил йиғин вә башқа хил паалийәтләрниму өткүзмәктә.

Бу қетимқи хәйри-сахавәт консертидин топланған мәбләғ “интизар” ансамбилиниң йеңидин бир йүрүш уйғур миллий кийимлири вә йеңи чалғу әсваблирини елиши үчүн сәрп қилинидикән. Уйғур җамаити бу паалийәтни юқири қизғинлиқ билән қоллашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.