Японийәдә “қутадғу билиг”дики дөләтчилик нәзәрийиси тоғрисида мақалә елан қилинди
2014.01.22

Японийә кюшу университетиниң пәлсәпә журнилида мәзкур университетта пәлсәпә пәнлири бойичә докторлуқ илим тәһсил қиливатқан доктор аспирант мухтарҗан абдурахманниң “қутадғу билигдики дөләтчилик нәзәрийиси” намлиқ мақалиси елан қилинған.
Уйғур хәлқиниң 11-әсирдики бүйүк мутәпәккур шаири йүсүп хас һаҗипниң “қутадғу билиг” намлиқ тарихий бәдиий әсири, бир дастан болуш сүпити билән, тил-әдәбият, тарихий җәһәттә интайин қиммәтлик әдәбий ядикарлиқ, идийә-мәдәнийәт тарихий нуқтисидинму әһмийәтлик мәнбә.
Мутәпәккур шаиримиз йүсүп хас һаҗипниң бу шаһанә әсиридә, бәдиий васитә билән ипадиләнгән билим, аң-пикир, қанун-түзүм, әдәп-әрдәм чүшәнчилири өз заманисидики қараханийлар сулалиси маддий турмуш шараитиниң инкасидур.
Йәнә бир нуқтидин қариғанда, бәхт-саадәт әлчиси йүсүп хас һаҗипниң “қутадғу билиг” намлиқ бүйүк әсири уйғур дөләтчилик нәзәрийәсиниң ярқин нәмуниси сүпитидики йирик әсәрләрдин бири һесаблиниду.
Нөвәттә ғәрб пәлсәписи билән қараханийлар дәвридики уйғур пәлсәписи үстидә селиштурма тәтқиқат елип беришта “қутадғу билиг”дин ибарәт бу гигант әсәр ачқучлуқ рол ойнайду.
Қутадғу билиг дөләт қурушла әмәс, бәлки дөләт башқуруш вә һөкүмранлиқ қилиштин ибарәт дөләт башқуруш дәстуридур.
Йүсүп хас һаҗипниң сөзи бойичә ейтқанда, һөкүмдарларниң һөкүмранлиқ қилиши, дөләт қануни вә түрлүк шәртләр вә шундақла дөләтниң гүллиниши вә хараплишишиниң сәвәблиридин ибарәт мана бу нуқтилар мәзкур дөләт башқуруш дәстуриниң асасий темисидур.
Уйғурларниң дөләтчилик нәзәрийиси вә идийиси наһайити мурәккәп вә көп қирлиқ болғачқа, охшимиған дәврләрдә охшимиған идийә вә нәзәрийәләр оттуриға қоюлған.
Мәзкур мақалидә доктор аспирант мухтарҗан абдурахман уйғурларниң охшимиған дәврләрдики дөләтчилик идийиси вә нәзәрийисини өз-ара селиштуруш арқилиқ дәсләпки қәдәмдә өзиниң бир қисим қарашлирини оттуриға қойған.
Биз мәзкур мақалә һәққидә толуқ учурға игә болуш үчүн доктор аспирант мухтарҗан абдурахман билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.