Сидиқһаҗи рози: “аялим рабийә қадирдин пәхирлинимән”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.04.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
rabiye-qadir-turmidin-azad.jpg Уйғур миллий һәрикити рабийә қадир ханим америка һөкүмитиниң бесими билән хитай түрмисидин қоюп берилип америка кәлгән вақти. 2005-Йили 17-март, чикаго.
RFA

11 Балиниң аниси, даңлиқ игилик тиклигүчи, сахавәтчи рабийә қадир ханим 1999-йили 11-авғуст үрүмчигә кәлгән америка дөләт мәҗлиси вәкиллири билән көрүшкили маңғанда хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип, дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш дегәндәк җинайәтләр билән әйиблинип хитай түрмигә елинған.

5 Йилдин артуқ бир муддәт хитай зинданлирида әзийәт чәккән рабийә қадир ханим, 2005-йили дәл 10 йилниң алдида америка һөкүмитиниң бесими билән хитай түрмисидин қоюп берилип америкиға кәлгән вә узун йил айрилған аилиси билән җәм болған иди.

Биз уйғур миллий һәрикити рәһбиригә айланған рабийә қадир ханимниң өмүрлүк һәмраһи, даңлиқ обзорчи сидиқһаҗи рози әпәндини рабийә қадир ханимниң хитай түрмисидин азад қилинип әркинликкә еришкәнликиниң 10-йиллиқ хатирә күни мунасивити билән зиярәт қилдуқ. Униң билән, ханими рабийә қадирни әркинликкә ериштүрүш йолида елип барған күрәшлирини шундақла бу җәрянда һиҗран азаби, җапа ‏-мушәққәтләрни қандақ йәңгәнликини, бир-биригә садақәтмән бу бир җүп мойсипитларниң узун йиллиқ күрәш һаятини мәркәз қилип сөһбәтләштуқ.

Юқиридики улиништин, мухбиримиз гүлчеһрәниң сидиқһаҗи рози әпәнди билән өткүзгән сөһбитини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.