Сейит надир әпәнди: “иним сейит һәсән иккимиз тәйвәндә бир йил гөрүдә тутулдуқ”
2015.08.20

Ийорданийәлик уйғур содигәр сейит надир әпәнди өз аилисиниң 3 йиллиқ тәйвән һаяти һәққидә тохталғинида өзи билән иниси сейит һәсәнниң тәйвәндә бир йил гөрүдә тутулғанлиқини баян қилди.
Униң дейишичә дадиси сейит абдуллахан тәйвәндин кетиштә чиң турғандин кейин уни тәйвәнгә әкәлгән гоминдаң тәрәпдарлири, пүтүн әкелиш хираҗитини төләшни вә яки икки балисини тәйвәндә қалдуруп кетишни ейтқан. Амалсиз қалған сейит абдуллахан тәйвәнгә елип кәлгән 7 балисидин иккисини тәйвәндә қалдуруп қалған бәшини иорданийәгә елип кәткән. У иордаснийәгә барғандин кейин иорданийәдики тәйвән консулханиси алдида бирқанчә ай намайиш вә әрз қилип гоминдаң һөкүмитиниң икки балисини қоюп беришини тәләп қилған. Нәтиҗидә 15 вә 17 яшлиқ бу ака-ука бир йилдин кейин тәйвәндин қоюп берилгән. Бу һәқтики бу программизниң давамида мәзкур гөрүгә елиниш вәқәсидә роли бар дәп қаралған мәшһур сиясий шәхс йолвас бәгниң сиясий кимлики һәққидә көзәткүчи илшат һәсән әпәндиниң қарашлириғиму орун берилгән.
Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.