Хәлқаралиқ түрк дуняси йәрмәнкисидә уйғурлар тонутулмақта
2016.03.11

Түркийәниң оттура райониға җайлашқан қәйсәри шәһиридә өткүзүлгән 11-нөвәтлик хәлқаралиқ түрк дуняси йеза игилик йәрмәнкисидә уйғурларниң тамақ мәдәнийити, кийим-кечәклири вә уйғурларниң бүгүнки вәзийити тонутулмақта.
Қәйсәри вилайәтлик йеза игилик идариси тәрипидин қадир хас мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән 11-нөвәтлик хәлқаралиқ йәрмәнкигә 14 дөләт, вә түркийәдин 490 ширкәт вә идарә-җәмийәт қатнишип мәһсулатлирини тонутмақта. Уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити мәхсус 2 бөлүм ечип, биридә уйғур мәдәнийитини, йәнә биридә болса хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити әкс әттүрүлгән рәсимләрни есип, үстәлләрниң үстигә түркийәдә уйғурлар тоғрисида нәшр қилинған китаб-журналларни қоюп, тамларға һәр хил лозункиларни есип уйғурларниң һазирқи ечинишлиқ вәзийитини тонутмақта. Ечилиш мурасимиға қәйсәри валиси, шәһәр башлиқи вә көп санда ахбарат хадимлири қатнашқан болуп, уйғурлар ачқан бөлмә зиярәтчиләрниң қаттиқ диққәт-етибарини қозғиған.
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.
11-Нөвәтлик хәлқаралиқ түрк дуняси йәрмәнкисидә уйғур тамақлирини қилип, тонутуватқан уйғур аяллиридин хәйригүл ханим зияритимизни қобул қилип бүгүн йәрмәнкиниң биринчи күни нурғун кишиләргә уйғур тамақлирини тонутқанлиқини баян қилди.
Германийәдин келип бу паалийәткә қатнишиватқан бир уйғур аял телефон зияритимизни қобул қилип йәрмәнкидә пәқәтла уйғур тамақлиринила әмәс, хитайдики уйғурларға елип бериватқан зулумниму аңлитиватқанлиқини тәкитлиди.
Йәрмәнкидә уйғур тамақлирини қилип тонутуватқан мәрйәм ханим бу паалийәтниң уйғурларни тонутушта зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.
Сейит түмтүрк әпәнди шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң 11 йилдин бери мәзкур йәрмәнкигә қатнишип уйғур мәдәнийитини тонутқандин сирт, хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулумини аңлитиватқанлиқини баян қилди.
Йәрмәнкә үч күн давамлашмақчи.