Кремилниң уйғурларниң тәқдирини пичқан қарари-“шинҗаң хизмәт көрсәтмилири”

Мухбиримиз үмидвар
2013.07.18
sheng-shisey.jpg 1933-Йилдин 1944-йилғичә уйғур елиниң сиясий контроллуқини қолиға еливалған лявниңлиқ хитай шең шисәй.
en.wikipedia.org

Совет иттипақи йимирилгәндин кейин сталин дәвридики уйғур елиниң сиясий тәқдиригә мунасивәтлик бир қатар мәхпий қарарлар бир-бирләп паш болушқа башлиди. Әнә шуларниң бири 1933-йили, 3-авғуст күнидики совет иттипақи компартийиси мәркизий комитетиниң уйғурларниң миллий азадлиқ һәрикитини қоллимай, шең шисәй башчилиқидики үрүмчи һөкүмитини қоллаш қараридур.

Мәзкур һөҗҗәт русийә тарихчилири тәрипидин оттуриға чиқирилди.

1933-Йили, 19-июн күни совет иттипақи ташқи ишлар хәлқ комиссарияти мәхсус “шинҗаң хизмәт көрсәтмилири” мавзулуқ һөҗҗәтни тәйярлап, сиясий бюрониң музакириси үчүн сунди. Ташқи ишлар хәлқ комиссарияти түзгән “шинҗаң хизмәт көрсәтмилири” 12 маддидин тәркиб тапқан болуп, 1933-йили, 3-авғуст күни совет иттипақи компартийиси мәркизий комитети сиясий бюроси уйғурларниң сиясий тәқдирини пичқан мәзкур қарарни қобул қилип, рәсмий бекити.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.