Хәлқ сәнәткари, устаз сазәндә мусаҗан рози: муқамшунас зикри әлпәттани муқам алими дейишкә лайиқ
2015.04.22

Һазир илиниң пәнҗим йезисида дәм еливатқан, йеши тоқсандин һалқиған, хәлқ сәнәткари мусаҗан рози бүгүн радиойимизниң зияритини қобул қилип, әйни йилларда өзи билән дәврдаш болуп өткән, уйғур хәлқиниң атақлиқ муқамчиси, композитори зикри әлпәтта туғулғанлиқиниң йүз йиллиқи мунасивити билән муқамшунас зикри әлпәттаниң музика иҗадийәтлири вә униң уйғур музика сәнитигә қошқан төһпилири һәққидә тохтилип, 1950-йиллири зикри әлпәтта башчилиқида орунлинип лентиға елинған бир йүрүш или хәлқ нахшилириниң мәдәнийәт зор инқилабида йоқилип кәткәнликини, әгәр бу лента сақлинип қилинған болса, һазирқи дәвр уйғур музикисиниң тәрәққиятиға зор илгириләшләрни елип келидиғанлиқини баян қилди.
Аваз улинишидин, устаз сазәндә мусаҗан рози билән елип берилған телефон сөһбәт программисини аңлиғайсиз.