“иллиқ аилә” ниң бәдили (1)

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт бу йил 12-өктәбир “иҗтимаий күтүнүш мулазимити системиси қурулушини илгири сүрүш һәққидики пикрини” елан қилған иди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.12.19
qeshqer-puqraliri.jpg Радиомизға ианә қилинған бу сүрәттә, хитай қораллиқ сақчилириға қилинған һуҗум йүзбәргән қәшқәр шәһириниң кочилириниң биридә олтурушқан уйғурлар.
RFA Photo

Мәзкур һөҗҗәттә “шәхсләр санаторийә қурмақчи болса қуруш ярдәм пули берилиду вә пуқралиқ күтүнүш мулазимити билән шуғуллиниватқан орунларниң кариват сани 100 дин ашса һәр биригә 5000 йүәндин қуруш ярдәм пули берилиду” дегәнгә охшаш бир қатар сиясәт, баҗ қатарлиқ җәһәтләрдики түрлүк етибар арқилиқ, иҗтимаий күчләрни күтүнүш аппарати қурушқа риғбәтләндүрүлидиғанлиқи бекитилгән. Бу мунасивәт билән биз күтүнүш аппарати қурғанларниң етибар сиясәтләрдин қандақ бәһримән болуватқанлиқини сүрүштә қилиш үчүн, хотәндә йеңидин шундақла тунҗи қетим бир уйғур тәрипидин қурулған “иллиқ аилә” яшанғанлар күтүнүш мәркизигә телефон қилғинимизда, бу орунниң техи мәзкур етибар сиясәтләрниң һечқайсисидин бәһримән қилинмиғанлиқи мәлум болди.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримизниң хотәндики мәзкур тунҗи пуқрави санаторийиниң қурғучиси гөһәрниса ханим вә бәзи күтүнүватқан яшанғанлар билән елип барған телефон сөһбитини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.