“иллиқ аилә” ниң бәдили (2)
2012.12.20
Гәрчә уйғурларниң нопусиға нисбәтән қерилишиш нисбити техи бир тәһдит яратқудәк мәсилә болмисиму, әмма уйғур җәмийитиму яшанғанларниң беқилиш вә күтүнүш мәсилисидин хали әмәс. Тәрәққият, шәһәрлишиш уйғурларниң яшаш өрп-адәтлири, иҗтимаий алақиси вә аилә әзалири арисидики мунасивәтлиридиму өзгириш ясимақта. Бу хил мулазимәткә болған еһтияҗ түпәйли уйғур җәмийитидиму иҗтимаий күчләр, шәхсләр тәрипидин қурулған күтүнүш аппаратлири мәйданға келишкә башлиди.
Алдинқи аңлитишимизда, хотәндә йеңидин шундақла тунҗи қетим шәхс тәрипидин қурулған “иллиқ аилә” яшанғанлар күтүнүш мәркизиниң қурғучиси гөһәрниса ханим билән елип барған телефон сөһбитини аңлатқан идуқ. Мухбиримиз гүлчеһрәниң гөһәрниса ханим билән елип баридиған бүгүнки сөһбити, униң уйғур җәмийитиниң яшанғанлар күтүнүш мулазимитигә болған тонуши һәққидә давамлишиду.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.