Меңә паралич кесилиниң сәвәби немә, униң даваси барму?
2013.12.03
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт башқурушидики мейиплар җәмийитиниң елан қилған материялидин ашкарилинишичә, нөвәттә уйғур елида тизимға елинған һәр түрлүк мейип кишиләр сани бир милйон 69 миң болуп, буниң ичидә меңә паралич кесилигә гириптар болғанлар 69 миңдин ашидикән. Бу сан пүтүн уйғур елидики мейипларниң 6.45% Игиләйду.
Мутәхәссисләр “уйғур ели меңә паралич кесәллики әң көп районниң бири, уларниң көп қисми кирими төвән, турмуш шараити начар аилиләрдә яшайду. Әгәр улар балдур байқилип мувапиқ давалашқа, ярдәмгә еришкәндә сақийиш еһтималлиқи бар” дәп оттуриға қоюп кәлмәктә.
Уйғурларниң җисманий сапасиға мунасивәтлик муһим темиларниң бири болған “уйғур диярида меңә паралич кесилиниң көп болуш сәвәблири вә униң алдини елиш, давалаш” тоғрисида, мухбиримиз америка коломбийә университети теббий тәтқиқатчиси мәмтимин әпәнди билән сөһбәт елип барди.
Юқиридики аваз улинишидин сөһбәтниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.