Рабийә қадир: сиясий вә тәбиий апәтләр уйғур хәлқимниң ишәнч вә ирадисини техиму күчләндүргүси
2016.06.23

Мәлум болғандәк, уйғур елида һәр йили рамизан мәзгили, хитай һөкүмитиниң қаттиқ қоллуқ сиясәтлирини күчәйтидиған, уйғурларниң диний, сиясий вә инсаний һәқ-һоқуқлири техиму қаттиқ бесимға, дәхли тәрзгә учрайдиған бир мәзгили болуп кәлмәктә. Игилишимизгә қариғанда, бу йил рамизандиму хитай һөкүмити рамизанлиқ түрлүк чәклимә тәдбирлирини йолға қойғандин башқа, уйғурларни туюқсиз вә мәхпий тутқун қилиш һәрикәтлирини давам қиливатқанлиқи ашкариланмақта.
Бу хил сиясий бесимдин башқа йәнә, рамизан башланғандин буян уйғур хәлқиниң бешиға келиватқан йәр тәврәш, пәвқуладдә зор кәлкүн апәтлиригә охшаш түрлүк тәбиий апәт вә күлпәтләрдин әндишиләнгән дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, мәхсус зияритимизни қобул қилип, сиясий вә тәбиий апәтләрдә қеливатқан уйғур елидики хәлқтин алаһидә һал сорайдиғанлиқини, улар үчүн дуа қилидиғанлиқини билдүрди вә пүтүн дунядики уйғурларни улуғ ай, улуғ күнләрдә өзиниң мусулманлиқ вә уйғурлуқ бурчини ада қилишқа, қурбиниң йетишичә ярдәмгә моһтаҗ уйғурларға ярдәм қолини сунушқа чақирди.
Юқиридики улиништин рабийә қадир ханимниң чақириқиниң толуқ мәзмунини аңлайсиләр.