Хитайниң турпан вилайитиниң орниға, вилайәт дәриҗилик турпан шәһири қурушидики истратегийилик мәқсити немә?
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.04.16
2015.04.16
AFP
4-Айниң 12-күни турпан вилайитиниң әмәлдин қалдурулуп, униң орниға вилайәт дәриҗилик турпан шәһири қурулғанлиқи рәсмий елан қилинғанлиқи хәвири тарқитилғандин кейин уйғурлар арисида ғулғула пәйда қилди.
600 Миң нопусқа игә тарихий уйғур вилайити болған турпанниң шәһәргә өзгәртилишидики мәқсәт зади немә? хитай тарихта нәччә қетим бундақ мәмурий өзгәртишләрни елип барған? уйғур хәлқиниң қандақ наразилиқиға учриған? бу қетимқи өзгәртишкә чәтәлләрдики уйғурлар қандақ қаримақта?
Бу мәсилиләр бойичә дуня уйғур қурултийи тәтқиқат вә тәшвиқат комитети мудири пәрһат муһаммәди вә һаҗи тәппә университети оқутқучиси, доктор әркин әкрәм қатарлиқлар өз қарашлирини оттуриға қойди.
Тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиз.