Японийәдики йәр тәврәш апитидә уйғурлар зиян-зәхмәткә учримиған
2016.04.18

14-Апрел японийәниң кюшу райони кумамото өлкисидә кәч саәт 21:26 минут өткәндә башланған 6.5 Бал йәр тәврәш таки бүгүнки қәдәр қалдуқ йәр тәврәш шәкли билән 6 балдин төвән 3 балдин юқири болған һаләттә изчил давам қилмақта.
16-Апрел,кумамото шәһиридә сәһәр 1:25 минут өткәндә 7.3 Бал йәр тәвригән.Тәврәшниң чоңқурлуқи 10 километир болған.Шу күни кумамото һава райи идарисиниң елан қилған ахбаратида дейилишичә, йәр тәврәш йүз бәргәндин кейин даириләр дәрһал деңиз ташқинидин агаһландуруш сигнали тарқатқан. Алақидар орунларниң билдүрүшичә,кюшу районидики ядро електр истансилирида бинормал әһвал көрүлмигән.
Даириләрниң ейтишичә,бу қетимқи йәр тәврәшниң тәврәш сезими күчлүк болған һәмдә көп қетим қалдуқ йәр тәвригән болуп һәр қетимлиқ қалдуқ тәврәш 1 балдин 3 балғичә 533 қетим,4 балдин юқири 6 балдин төвән болғини 83 қетим тәкрарланған.
Һазирғичә телевизийә қаналлирида елан қилған мәлуматларға қариғанда өлгәнләр сани 40 тин из-дерәксиз ғайиб болғанлар 10 дин ашқан, миңдин ошуқ киши еғир яриланған.
Кумамото шәһиридә йүз бәргән йәр тәврәштин кейин су күни кумамото шәһири билән туташ болған фукуока шәһири, оита өлкисидә 7 балдин төвән болған йәр тәврәш көрүлгән.
Биз японийәниң кюшу районида йүз бәргән бир қанчә қетимлиқ йәр тәврәшләрдин кейин бу районларда яшаватқан уйғурларниң әһвалидин учур игиләш үчүн японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәхмут билән телефон сөһбити елип бардуқ.Зияритимизни қобул қилған илһам мәхмут кюшу райондики йәр тәврәш апитидә һазирғичә уйғурлардин бирәрсиниң һадисигә учриғанлиқи тоғрисида учур тапшуруп алмиғанлиқини билдүрди.
Кумамото шәһиридики уйғур мәсилиси көзәткүчилиридин катаһира ханимға телефон қилип бу йәрдә олтурушлуқ уйғурларниң әһвалини сориғинимизда у, соалимизға җаваб берип:“қалдуқ йәр тәврәш һазирғичә дава қиливатиду. Лекин, апәттә өлгән вә яриланған уйғурлар һәққидә һечқандақ учур йоқ”деди.
Японийәдики мәлум бир университетта оқуватқан уйғур оқуғучилардин өткүр зияритимизни қобул қилип бу қетимқи йәр тәврәштә кюшу районидики алий мәктәпләрдә оқуватқан уйғур оқуғучилардин һазирғичә бирәрсиниң яриланғанлиқи һәққидә учур йоқлуқини илгири сүрди.
Хитай ахбаратлирида дейилишичә, дипломатийә министирлиқиниң баянатчиси лукаң 16-апрел японийәниң кюшу районида йүз бәргән йәр тәврәш апити тоғрисида мухбирларниң соалиға җаваб бәргәндә һазирға қәдәр бу қетимқи апәттә хитай пуқралириниң қаза қилғанлиқи һәққидә һечқандақ мәлуматниң йоқлуқини билдүргән, шундақла фукуока шәһиридики хитай консулханисиниң 16-апрел кюшудики йәр тәврәш апитидә қапсилип қалған 16 нәпәр хитай саяһәтчиниң һәммисиниң апәт районидин бихәтәр чекиндүрүлгәнликини дәлиллигән.
Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам махмутниң билдүрүшичә, 2011-йили 11-март японийәдәниң тоһоко районлирида йүз бәргән йәр тәврәш вә деңиз ташқини апитидиму бу районлардики уйғурлар һечқандақ зиян-зәхмәткә учримиған иди.
Игилишимизчә,японийә баш вәзир шинзо абе кумамото шәһиридә йәр тәврәш апити йүз бәргәндин кейин дәрһал һөкүмәтни пүткүл күчини апәт райондики талапәткә учриған хәлқләргә қаритишқа буриған вә апәткә учриған хәлқләрдин һал сориған.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.