“шинҗаң гезити” идарисиниң ишхана мудири: “гезитханимиздин 4 уйғур хадимниң тутқун қилинғанлиқи раст”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.09.05
ilham-weli-xinjiang-geziti.jpg “шинҗаң гезити” уйғур бөлүминиң баш муһәррири илһам вәли әпәнди.
RFA/Shöhret Hoshur

“шинҗаң гезити” уйғур бөлүминиң баш муһәррири илһам вәли қатарлиқ 4 уйғур хадимниң “икки йүзлимичилик” билән әйиблинип тутқун қилинғанлиқи ашкариланди.

Ашкарилинишичә баш муһәррир илһам вәли 7-айниң ахирқи һәптиси тутқун қилинған. Уйғур бөлүминиң һәрқайси тармақ бөлүм мудирлиридин миркамил аблимит, мәмтимин обул вә җүрәт һаҗилар 8-айниң 6-күни тутқун қилинған. Баян қилинишичә, улар тутулғанда гезитханида чоң йиғин ечилип, пүтүн ишчи-хизмәтчиләрниң алдида қоллириға “койза селинип” меңилған.

Аңлиғучилиримиздин бири өткән һәптә радийомизға учур йоллап “шинҗаң гезити” ниң муавин баш муһәррири илһам вәли вә уйғур бөлүминиң тармақ бөлүм мудирлиридин миркамил аблимит, мәмтимин обул вә җүрәт һаҗи қатарлиқ 4 ахбарат хадиминиң тутқун қилинғанлиқини мәлум қилди. “шинҗаң гезити” идарисиниң ишхана мудири лю җйәнроң юқириқи 4 хадимниң тутулғанлиқи һәққидики учурниң растлиқини инкар қилмиди. У илһам вәли билән миркамил аблимитниң қайси күни тутулғанлиқи һәққидики соалимизға җаваб бериштин өзини қачурди, арқидин мунасип соаллиримизға җавабән бу әһвалниң бир дөләт мәхпийәтлики әмәсликини, өзиниң әһвалдин хәвәрдарлиқи, әмма делониң тәпсилатидин мәлумати йоқлуқини баян қилди. У бу делони гезитханиниң интизам тәкшүрүш бөлүминиң яхши билидиғанлиқини баян қилди.

Гезитхана интизам тәкшүрүш комитетиму илһам вәли, миркамил аблимит қатарлиқ 4 нәпәр уйғур аммиви ахбарат хадиминиң тутқун қилинғанлиқ учурини рәт қилмиди. Интизам тәкшүрүш комитетиниң башлиқи шө бавйиң өзлириниң бу делони тәкшүрүшкә арилашқанлиқи, әмма асаслиқ рол ойнимиғанлиқи, делони тәкшүргән вә бир тәрәп қилғучи орунниң юқири дәриҗилик орунлар икәнликини баян қилди. Шө бавйиң илһам вәлиләрниң қайси җ х тармиқи тәрипидин тутулғанлиқи вә нәдә тутуп турулуватқанлиқи һәққидики соалимизға, бу әһвалға тәпсилий җаваб бериш имкани болған орунниң аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитети икәнликини баян қилди.

Радийомизға кәлгән инкаста гезитханиниң муавин баш муһәррири илһам вәлиниң, мудир миркамил аблимит қатарлиқ қалған 3 мудирдин аввал тутулғанлиқи, қалған үч мудирниң чоң бир йиғин залидин көпчиликниң алдида елип кетилгәнлики баян қилинған.

“шинҗаң гезити” хитай бөлүминиң бир хадими мәзкур 3 хадимниң йиғин залидин әкетилгәнликини дәлиллиди. Әмма у шу күнидики йиғинға “шинҗаң гезити” ниң пүтүн хадимлири әмәс, пәқәт башқарма дәриҗилик кадирлири қатнашқанлиқи вә делониң тәпсилатиниң адәттики ишчи-хизмәтчиләрдин йошурун тутулғанлиқини илгири сүрди. Бу хадим бу 4 уйғурниң тутқун қилиниш сәвәби вә җәряни һәққидә гүли исимлик бир башқарма башлиқиниң хәвәрдар икәнликини ейтти. Әмма мәзкур башқарма башлиқи бу 4 уйғурниң әһвали һәққидә мәлумат берәлмиди.

Уйғур тәһрир бөлүми хадими 4 кишиниң бир ай аввал тутқун қилинғанлиқини ейтти, әмма ениқ күнини дәп берәлмиди. Радийомизға кәлгән инкаста миркамил аблимит қатарлиқларниң йиғин залидин елип меңилғанда “қолиға койза селинип елип меңилғанлиқи” илгири сүрүлгән.

Биз ишхана мудири лю җйәнроңниң тәвсийәси вә у тәминлигән телефон номуриға асасән гезитханиниң мупәттиш бөлүмигә телефон қилдуқ. Мәлум болушичә, баш муһәррир илһам вәли 7-айниң ахирқи һәптиси тутқун қилинған, униңдин бир һәптә кейин қалған үч мудир тутқун қилинған. Булар һәммисила “икки йүзлимичилик” билән әйибләнгән.

Радийомизға кәлгән инкастин мәлум болушичә тутқунлардин илһам вәли 55 яш, миркамил аблимит 50 яш, мәмтимин обул 52 яш вә җүрәт һаҗи 53 яштур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.