Йетим-йесирларға пул топлиған абдукерим абдуғени вә достлири қамақта

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.07.25
uyghur-yeza-namrat-mektep-2.jpg Уйғур йезилиридики намрат мәктәп.
weibo.com

Бүгүн аңлиғучилиримиздин бири радийомизға инкас йоллап, йопурғиниң сийәк йезисида 2014‏-йили абдукерим абдуғени қатарлиқ 20 нәччә кишиниң йетим-йесирларға пул топлиғанлиқи үчүн кесилгәнликини, өткән айда йәнә шу делоға бағлинип 7 кишиниң тутқун қилинғанлиқини мәлум қилди. Мухбиримизниң телефонини қобул қилған йопурғиниң сийәк йезилиқ сақчи хадими мәзкур учурларниң тоғрилиқини дәлиллиди. Мисирдин айрилған, нөвәттә түркийәгә җайлашқан сабиқ оқуғучи абдулла турсун хитайниң ианини чәклиши һәққидә пикир баян қилди.

Радийомизға кәлгән инкаста йетим-йесирларға пул топлиғанлиқи үчүн кесилгән абдукерим абдуғени қатарлиқ яшларниң йопурғиниң сийәк йезисидин икәнлики йезилған. Биз бу учурға асасән, сийәк йезилиқ сақчихана хадимидин мәлумат соридуқ. Сақчихана хадими инкаста дейилгәнләрниң һәммисиниң тоғрилиқини дәлиллиди. Мәлум болушичә, абдукерим абдуғени қатарлиқ яшлар 10 миң билән 20 миң сом арисида пул топлиған. Әмма, улар пулни пиланлиған аилиләргә бериштин аввал тутқун қилинған. Улар, “ абдукерим гуруһи” дәп нам берилип вә дөләтни парчилашқа урунуш дегән аталмиш җинайәт артилип кесиветилгән. Җазаға учриғанлар арисида пул топлаш үчүн тәшвиқ вә һәрикәт қилғанларла әмәс, пул бәргәнләрму орун алған. Вәқәни дәлиллигән сақчихана хадими делоға өзи арилашмиғанлиқини, әмма көзитип турғанлиқини вә вәқәдин хәвәрдар икәнликини баян қилди. Униң баян қилишичә, йетим-йесирларға пул топлаш“ җинайи” делосиниң давами өткән айда йәнә тәкшүрүлгән. Әйни чағда шу делоға четилғанлиқи вә тордин чүшүп қалғанлиқи илгири сүрүлгән 7 киши йеңидин тутқун қилинған, улар нөвәттә тәкшүрүлмәктә.

Хитайниң йетим-йесирларға пул топлашни чәкләш иҗраати илгири йеңишәһәр япчандин әһвал игилишимиз давамидиму ашкариланған. япчандики бир аманлиқ мудири даириләрниң пулниң яман нийәтлик кишиләрниң қолиға чүшүп кетишидин әндишә қилип, закатни чәклигәнликини паш қилған. Илгири уйғур районида бир мәһәл имамлиқ қилған, йеқинда мисирдин айрилған вә нөвәттә түркийәдә яшаватқан абдулла турсун әпәнди сийәктики юқириқи вәқә һәққидә тәсиратлирини баян қилди.

Абдулла турсунниң баян қилишичә, хитай даирилири өз һакимийитигә қарши чиққанларниң ирадисини сундуруш үчүн, уларниң пәрзәнтлирини игисиз қоюш арқилиқ җазалимақта. Абдулла әпәнди, хитай даирилириниң йиллардин бери уйғур яшлирини әхлақий җәһәттин яман йолларға риғбәтләндүрүп, яхши йоллардин тосуватқанлиқини, уйғурларниң тинч вә хатирҗәм яшишини халимайватқанлиқини илгири сүрди.

Юқирида йопурғиниң сийәк йезисида абдукерим абдуғени қатарлиқ 20 нәччә яшниң йетим-йесирларға пул топлиғанлиқи үчүн кесилгәнлики һәққидә аңлитиш бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.