Муһаҗирәттики уйғурлар 5-феврал ғулҗа вәқәсини хатирилиди

1997-Йили ғулҗа шәһиридә йүз бәргән “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 16 йиллиқи мунасивити билән, муһаҗирәттики уйғурлар дуняниң һәрқайси җайлирида намайиш, сөһбәт уюштуруш қатарлиқ хатириләш паалийәтлирини өткүзүп, 1997-йили ғулҗа яшлири хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситигә қарши елип барған намайишни хатирилиди.
Мухбиримиз меһрибан
2013.02.04

2-Февралдин башлап дуня уйғур қурултийиниң һәрқайси дөләтләрдики шөбә тәшкилатлири вә башқа уйғур тәшкилатлириниң уюштуруши билән муһаҗирәттики уйғурлар 5-феврал қурбанлирини вә шу қетимқи намайиш сәвәбидин хитай түрмилиридә йетиватқан уйғурларни хатириләп намайиш қилиш, хәтмә-қуран қилиш, сөһбәт өткүзүш қатарлиқ паалийәтләрни тәшкиллиди.

Муһаҗирәттики уйғурлар һәр йили 5-феврал күниниң алди-кәйнидә, 1997-йили хитай һөкүмити тәрипидин қанлиқ бастурулған ғулҗа 5-феврал намайишини түрлүк усуллар арқилиқ хатириләп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини әйибләп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.