Америка 74 яшлиқ хитай җасусни 15 йиллиқ кәсти
Сотчиниң баяннамисида билдүрүлүшичә, дуң америкиниң Boeing намидики авиатсийә вә һәрбий санаәт ширкитидә ишләш давамида, ширкәттә мәхпий сақлинишқа тегишлик болған материяллардин 225 миң варақ материялни өйидә сақлиған.
Сотчи доң фәнчуңниң хитайға ениқ қайси учурларни йоллиғанлиқини билмәйдиғанлиқини, әмма өйидә сақланған материялларниң җасуслуқтин башқа ишқа яримайдиғанлиқини билдүргән. Доң фәнчуң болса өзиниң садиқ бир америка вәтәндиши икәнликини, мәзкур материялларни пәқәт китаб йезиш үчүн топлиғанлиқини билдүргән вә сотчидин өзини кәңчилик билән бир тәрәп қилишни тәләп қилған һәм өмриниң ахирқи мәзгиллиридә аилиси билән хатирҗәм яшишиға иҗазәт беришни сориған.
Сотчи яшанған бир кишигә еғир җаза беришниң бир сотчи үчүн асан қарар әмәсликини, шундақтиму җасусларға ибрәт болсун үчүн 15йиллиқ қамаққа һөкүм чиқарғанлиқини билдүргән.
Америка һөкүмәт тармақлириниң ениқлап бекитишичә, дуң фәнчуң җасуслуқни 70 - йилларниң ахирида йәни, америка вәтәндашлиқиға өтүп 5 йилдин кейин башлиған. Униң қилмиши 2006 - йили байқилип қолға елинған; 3 йилдин артуқ ениқлаштин кейин, ахирқи сотта 15 йил 8 айлиқ қамаққа һөкүм қилинған.