Алтай айродроми қелин қар дәстидин тақалди

Уйғур елиниң шималидики алтай қатарлиқ районлар 5‏-‏ноябирдин башлап сибирийә соғуқ һава еқиминиң һуҗумиға учрап, температура тез чүшүп кәткән.
Мухбиримиз әркин
2012.11.07

Йәрлик һава райи истансилириниң мәлум қилишичә, бәзи районларда температура нөлдин төвән 14 градусқа чүшкән. 7‏-Ноябир алтайға қаттиқ қар йеғип, алтай айродроми қар вә шивирған дәстидин тақалған. Алтайдики бәзи районларға яғқан қарниң қелинлиқи 12 сантиметирға йәткән.

Көзәткүчиләр буниң таш йол қатнишиға, деһқан вә чарвичиларға тәсир көрситидиғанлиқини, қатнаш қулайсиз йирақ қишлақлардики чарва малларниң озуқ-түлүк вә һаятиға хәвп йәткүзидиғанлиқини агаһландурған.

Аптоном районлуқ һава райи тармақлири, 7‏-ноябирдин 8‏-ноябирға кириш кечиси чөчәк, алтай, тәңритеғи вадилири қумул қатарлиқ җайларда оттура һал қар яғидиғанлиқини, қисмән җайларда давамлиқ қелин қар йеғип, шивирған чиқидиғанлиқини билдүргән.

Йәрлик һава райи мәлуматлирида йәнә, мушу икки күн ичидә үрүмчигә қар йеғип, 4-5 бал шамал чиқидиғанлиқи, температура төвәнләп, нөлдин төвән 8 градусқа чүшидиғанлиқи, чөчәк, алтай, қумул қатарлиқ тәңритеғиниң шималидики районларниң температуриси нөлдин төвән 10‏ градустин 14 градус арилиқида өзгирип туридиғанлиқи елан қилинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.