Ақчида сәл апити йүз берип 4 киши һаятидин айрилди

Шинхуа торидин мәлум болушичә, қизилсу областиға қарашлиқ болған ақчи наһийисидә 20 синтәбирдин бери яғқан қаттиқ ямғур сәвәблик кәлкүн кәлгән болуп, 4 киши һаятидин айрилған.
Мухбиримиз ирадә
2009.09.10

Мәлум болушичә, бир аптомобил наһийә тәвәсидә ташйолда кетиватқанда кәлкүн әп кетип, 300 метир чоңқурлуққа ғулап кәткән. Аптомобил ичидә 4 нәпәр киши нәқ мәйданда һаятидин айрилған. Әмма хәвәрләрдә бу кишиләрниң кимлики ениқ тилға елинмиған.

Уйғур диярида йеқинқи йиллардин буян тәбий апәтләр көпийип келиватқан болуп, бу апәтләрдә әң җиқ зиянни йәнила уйғурлар тартидикән.

Уйғур дияриниң әһвалини йеқиндин көзәткүчиләр уйғур дияриниң екологийилик тәңпуңлиқиниң еғир дәриҗидә бузулуватқанлиқини, униң үстигә хитай даирилириниң давамлиқ һалда уйғур районида апәтниң алдини елиш хизмәтлиригә сәл қарап кәлгәнликини, апәттин кейинму уйғур хәлқиниң йетәрлик қутқузуш хизмәтлиригә еришәлмәйватқанлиқини билдүрүшмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.